Өзбекистан ташқи ишлар министирлиқи уйғур тутқуни һәсәнҗан қариниң мәсилисигә арилишишни рәт қилған

Мухбиримиз әркин
2020.11.09

Өзбекистан ташқи ишлар министирлиқи хитай лагеридики уйғур тутқуни һәсәнҗан қариниң мәсилисигә арилишишни рәт қилған. Уларниң тәкитлишичә, икки дөләт мунасивити вә бу мәсилиниң хитайниң ички иши икәнликини көздә тутқанда униңға өзбекистанниң арилишиш һоқуқи йоқ икән. Һәсәнҗан қариниң өзбекистан граждани болған аяли гүлшән аблимитовна илгири өзбекистан ташқи ишлар министирлиқиға хәт йезип, хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинған йолдишиниң из-дерикини қилип беришни тәләп қилған.

Өзбекистан ташқи ишлар министирлиқи һәсәнҗан қариниң алақидар даириләр тәрипидин “қайта тәрбийәләш” лагерида тутуп турулуватқанлиқи, лекин өзбекистанниң униңға арилишалмайдиғанлиқини билдүргән. Уларниң тәкитлишичә, гүлшән аблимитовна һәсәнҗанниң аяли болуш сүпитидә биваситә хитайниң алақидар даирилиригә илтимас қилиши керәк икән. Һәсәнҗан қари атуш шәһириниң сүнтағ йезиси, сүнтағ кәнитидин болуп, у 2017-йили тутқун қилинған.

“тветтир” да елан қилинған бу һәқтики һөҗҗәтләрдә, униң “террорлуқ тәшкилатиға қатнишиш” ,“диний радикаллиқтин пайдилинип, қанунға бузғунчилиқ қилиш” билән әйиблинип 14 йил 6 айлиқ кесилгәнлики, униң 2019-йили 7-айниң 24-күни биңтуән 3-девизийәсиниң тумшуқ шәһиридики түрмисигә йөткәп келингәнлики қәйт қилинған. Өзбекистан хитайниң муһим истратегийәлик шерики болуп, у б д т да хитайниң хәлқарада” ирқий қирғинчилиқ” дәп әйиблинип келиватқан уйғур елидики сияситини қоллиғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.