Ваң яң “8-нөвәтлик мәмликәтлик шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш хизмити” йиғинида “милләтләрниң сиңишиши” ни тәкитлигән
2021.07.22
Уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүш вә мәҗбурий әмгәккә селиштәк җинайәтләр билән әйиблиниватқан хитай һөкүмити ақсуда аталмиш “8-нөвәтлик мәмликәтлик шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш хизмити” йиғинини ачқан.
Хитайчә “тәңритағ” ториниң хәвиригә қариғанда, 19-июлдин 21-июлғичә ақсуда ечилған бу йиғинда хитай компартийәси сиясий биюросиниң даимий әзаси, “шинҗаң хизмити” ни маслаштуруш гурупписиниң башлиқи ваң яң сөз қилған.
Ваң яң йиғиндики сөзидә “ши җинпиңниң идийәсини, униң йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш тәдбири” ни изчиллаштурушни вә немилики изчил муҗимәл болуп кәлгән “баш нишан” ни әмәлийләштүрүшни тәкитлигән. Болупму униң чәт әлләрдики көзәткүчиләр тәрипидин “уйғур мәдәнийитини чәкләп, уйғурларни хитайлаштуруш вә ассимлатсийә қилиш сиясити” дәп изаһлиниватқан бастюруш сиясәтлирини күчәйтишни тәкитлиши диққәт қозғиди.
Ваң яң мундақ дегән: “. . . Шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландурушни чоңқур йолға қоюш керәк. Милләтләрниң алақилишиш, алмаштуруш, сиңишишини илгири сүрүшни техиму гәвдилик орунға қоюш керәк. Шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш хизмитини милләтләр иттипақлиқи қурулуши вә кишиләр қәлбини муҗәссәмләш қурулуши билән зич бирләштүрүш керәк.”
Йиғинда уйғур районлуқ партком секритари чен чүәнго районда “әбәдий әминлик турғузуш” һәққидә ноқтилиқ тохталған.
Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай һөкүмити 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин йолға қойған бу аталмиш “шинҗаңға түрләр бойичә ярдәм бериш хизмәт йиғини” дин кейин уйғур ели хитайниң 19 өлкә-шәһиригә бөлүп берилгән, нурғун хитай завутлири вә хитай көчмәнлири көчүрүлүп, бүгүнкидәк уйғурларниң лагирға қамилиши вә мәҗбурий әмгәккә селишиниң асасий яритилған иди.