Ваң йи түркийә вә пакистан билән сөзлишип, талибанни “шәрқий түркистан ислам һәркити” гә зәрбә беришкә чақирған

Мухбиримиз әркин
2021.08.20

Хитай ташқий ишлар министири ваң йи түркийә ташқий ишлар министири мәвлут чавушоғлу вә пакистан ташқий ишлар министири шаһ маһмут қурәши билән телефонда сөзлишип, талибанниң “шәрқий түркистан ислам һәркити” гә зәрбә беришини тәләп қилған. Хитай ташқий ишлар министирлиқиниң ашкарлишичә, ваң йи улар билән 18-авғуст күни сөзләшкән.

Хәлқара көзәткүчиләр афғанистанда “шәрқий түркистан ислам һәрикити” ниң мәвҗутлиқи гуманлиқ, дәп қарисиму, шундақла америка һөкүмити өткән йили бу тәшкилатни “терорлиқ тәшкилатлар тизимлики” дин чиқиривәткән болсиму, лекин хитай бу тәшкилатни ‍изчил һалда “реал тәһдит” дегәндә чиң туруп кәлкән.

Йеқинда талибанларниң афғанистанни контрол қилиши билән хитай һөкүмити дәрһал талибанларни қоллайдиғанлиқи, бирақ талибанниң “шәрқий түркистан ислам һәрикити” ни йоқитишини тәләп қилған.

Көзәткүчиләрниң ейтишичә, хитай шәрқий түркистан ислам һәркитини давамлиқ “реал терорлуқ тәһдити” дәп көрстиш арқилиқ ‍өзиниң уйғурларға қарита елип барған ирқий қирғинчилиқини йепишқа урунмақта икән.

Ваң йиниң сөзлиригә чавушоғлу вә қурәшиниң қандақ инкас қайрурғанлиқи мәлум әмәс. Хитай ташқий ишлар министирлиқиниң ейтишичә, ваң йи чавушоғлуға: “афған талибанлири барлиқ терорлиқ күчлири билән болған алақисини ениқ ‍үзүши вә тәдбир қоллинип, б д т хәвпсизлик кеңиши тәрипидин қарарлаштурулған хәлқара терорлиқ тәшкилатлири, җүмлидин шәрқий түркистан ислам һәркитини бастуруши керәк,” дегән.

У қурәши билән сөзләшкәндә, “һәрқайсий тәрәпләр афғанистанниң терорлуққа зәрбә беришини қоллиши, афғанистанниң қайтидин терорлуқ тәшкилатлириниң базисиға айлинишиға йол қоймаслиқи” ни тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.