Венгирийә һөкүмитиниң әркин туниязни күтүвелиши тәнқидләнди
2023.09.26
Хитай һөкүмитиниң “гүзәл шинҗаң һәққидики һекайиләрни яхши баян қилиш” тәшвиқатиниң бир муһим мәзмуни ташқи дуняға өз тәшвиқатчилирини әвәтиш болуп, 2023-йили сентәбирниң башлири уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси әркин тунияз башчилиқидики бир тәшвиқат өмики дәл мушу мәқсәттә явропаға йол алғаниди. Йеқинда уларниң венгирийәдә зиярәттә болғанлиқи мәлум болғандин кейин америка һөкүмити венгирийәниң бу қилмишини кәскин әйиблиди.
“дөләтлик баһа” журнилиниң 25-сентәбирдики хәвиридә ейтилишичә, әркин туниязниң венгирийә зиярити шу вақитта венгирийәдики ахбарат васитилиридин мәхпий тутулған. Чүнки америка һөкүмити 2021-йили 10-декабирда әркин туниязни уйғур қирғинчилиқидики җавабкарлиқ роли сәвәбидин “қара тизимлик” кә алған һәмдә униңға җаза елан қилған. Гәрчә венгирийә даирилири бу ишни мәхпий тутқан болсиму әмма хитай башқурушидики “шинҗаң гезити” 11-сентәбир күни бу һәқтә тәпсилий хәвәр елан қилған. Хәвәрдә бу зиярәттә униң “бир бәлбағ бир йол қурулуши” ниң уйғур дияридики бөликидә қолға кәлтүрүлгән утуқларни тонуштурулғанлиқи билдүрүлгән.
25-Сентәбир күни америка һөкүмитиниң будапешт шәһиридики баш әлчиси дейвид пресман (David Pressman) әлчиханиниң X йәни бурунқи тивиттер бетидә учур йоллап “венгирийә һөкүмити қирғинчилиққа шерик болған бир хитай әмәлдарини күтүвалди” дәп язған. Шундақла бу қилмишни әйиблигән. Мәлум болушичә, әркин туниязниң явропа сәпири буниңдин илгири ташқи дуняниң кәскин тәнқидлири түпәйлидин бир қетим әмәлдин қалдурулғаниди.