Вийетнам коммунистлири вәкиллири уйғур елидә зиярәттә болди
2024.08.22
Хитайниң “тәңритағ тори”, “шинҗаң гезити” тори 21-авғуст чиқарған хәвәргә қариғанда, вийетнам компартийәси “40 йиллиқ ислаһат рәһбәрлик комитети” вәкиллири өмики уйғур елигә зиярәткә келип, ма шиңрүй қатарлиқлар билән көрүшкән.
Икки тәрәп сөһбитидә, вийетнам вәкиллири хитайға зиярәткә келишидики мәқситиниң хитайниң ислаһат вә тәрәққият тәҗрибилирини өгинип, вийетнамниң йеңилиқ яритип илгириләш қәдимини тезлитиш икәнликини билдүргән. Улар бу қетим уйғур елигә келип, хитай компартийәсиниң “шинҗаңни түзәш вә тәрәққий қилдуруш, милләтләр иттипақлиқини илгири сүрүш, хәлқ турмушини яхшилаш” тәҗрибилирини өгиниш һәмдә бу район билән болған иқтисад вә мәдәнийәт алақисини күчәйтиш арзусиниң барлиқини билдүрүшкән.
Буниңдин илгири, 15-вә 16-авғуст күнлири камбоджа падишаһи нородум сихамони уйғур елидә зиярәттә болуп, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй қатарлиқлар билән көрүшкән болуп, хитайниң “шинҗаң һекайисини яхши сөзләш” дипломатийәсидә пәвқуладдә рол алғаниди.
Юқириқи хәвәрләрдин, хитай компартийәсиниң дөләтни мустәбитлик билән башқуруш вә уйғур елидики ирқий қирғинчилиқ сияситини “аз санлиқ милләтләрни башқуруш модели” қилип көрситиш дипломатийәсиниң әтраптики коммунист яки мустәбит дөләтләргә аз-тола тәсир көрситиватқанлиқи, шундақла у дөләтләрниңму хитайниң сияситидин илһам еливатқанлиқи көрүлмәктә.