“вухән вируси” тарқалған райондин америкаға кәлгән хитай оқуғучилар дәрскә киргүзүлмигән

Мухбиримиз җүмә
2020.01.23

“вухән вируси” дәп тонулған юқумлуқ нәпәс йоли вируси дуняви әндишә пәйда қиливатқан мәзгилдә виргинийә штатиниң файрфакс наһийәсигә кәлгән хитай оқуғучиларниң дәрскә киргүзүлмигәнлики илгири сүрүлмәктә.

Хәвәрләргә қариғанда, хитайниң хубей өлкиси вухән шәһири “вухән вируси” дәп атиливатқан юқумлуқ кесәл тарқалған вә юқумлиниш әң еғир болған районларниң бири.

Хитайдин өз-ара алмаштуруш программиси бойичә файрфакс наһийәсигә кәлгән 21 нәпәр оқуғучи хубей өлкисиниң йичаң шәһиридин болуп, улар өткән 48 саәт ичидә ню-йорк кеннедий хәлқара айродроми арқилиқ америкаға киргән икән. 

Буларниң һәммиси 12 яшлиқ өсмүрләр болуп буларға йәнә 5 нәпәр чоң кишиму һәмраһ болуп кәлгән.

Уларниң бәзилири фаллс чурч шәһиригә қарашлиқ лоңфәллов оттура мәктипигә тәвә мәһәллидики аилиләргә йәрләштүрүлгән икән.

“вухән вируси” әндишиси түпәйли файрфакс наһийәлик маарип идариси қарар чиқирип, бу балиларни мәктәп программисиға вақтинчә қатнаштурмаслиқни қарар қилған.

Мәзкур оттура мәктәпниң мудири карол ким ата-аниларға йоллиған мәктупида сәһийә хадимлириниң баһасини нәқил кәлтүрүп туруп: “бу оқуғучилардин вирус юқуш хәтириниң йоқ дейәрлик икәнликини, әмма шундақтиму бундақ бир қарарни елишини зөрүр дәп қариғанлиқи” ни билдүргән.

Бу оқуғучилар программа күн тәртипи бойичә 22-январдин 29-январғичә, лоңфәллов оттура мәктипидә дәрскә қатнишишқа орунлаштурулған икән.

Әсли алмаштуруш программиси бойичә, мәзкур мәктәптинму бир қисим оқуғучларни бу йил апрелда хбейниң йичаң шәһиригә әвәтиш пилан қилинған. Әмма бу пиланиң йәнила күчкә игә яки әмәслики һазирчә ениқ әмәс икән.

“вухән вируси” дәп аталған бу вирус байқалғандин та һазирғичә 17 адәмниң җениға замин болғандин башқа, пәқәт хитайдила 634 адәмниң бу вирус билән юқумланғанлиқи байқалған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.