Майк помпейо хитайни вухәндики тәҗрибиханилирини мустәқил тәкшүргүчиләргә ечиветишкә йәнә бир қетим чақирди
2020.04.30
Америка ташқи ишлар министири майк помпейо хитайни вухәндики тәҗрибиханилирини мустәқил тәкшүргүчиләргә ечиветишкә йәнә бир қетим чақирди.
У 29-апрел чаршәнбә күнидики сөзидә: “бизниң вә дуняниң COVID-19 тарқилишчан зукаминиң қандақ пәйда болғанлиқини чүшиниш һоқуқи бар. Бу вирусниң кәп чиқиш сәвәбини ашкарилаш хитайниң мәҗбурийити,” деди.
Майк помпейо хитай һакимийитиниң вухәндин тарқалған вирус һәққидә сәмимий болмайватқанлиқини һәр пурсәттә тилға елип келиватқан америка әмәлдарлириниң бири. У 29-апрел күни ташқи ишлар министирлиқида өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида йәнә бир қетим бу мәсилини тилға елип, мундақ дегән: “биз вә дуня вухәндики вирус тәҗрибиханисиға кирәлмәйватимиз. Хитайда мурәккәп кесәллик микроблирини тәтқиқ қилидиған тәҗрибиханилардин бир қанчиси бар вә улар һелиһәм очуқ. Биз уларниң бундақ әһвалниң қайта йүз бәрмәсликигә капаләтлик қилидиған дәриҗидә бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткән яки күчәйтмигәнликини билмәймиз.”
Хитай болса американиң вә хәлқараниң тәлипигә маслишиш у яқта турсун, әксичә америка ташқи ишлар министири майк помпейони “дуня тинчлиқиниң әң чоң дүшмини,” дәп тәнқид қилған.
Хитайниң һөкүмәт авази болған “йәр шари вақти гезити” бу һәқтики мақалисидә майк помпейониң хитайға ғәрәзлик һалда һуҗум қиливатқанлиқини илгири сүргән вә “майк помпейо американиң хитай коммунистик партийисигә һуҗум қилидиған әң актип юқири дәриҗилик әмәлдари, у американиң сотсиялистик хитайға болған қаттиқ дүшмәнликини намаян қилмақта. Бу һәм униң америка вә хитайни истратегийилик риқабәткә иттириштәк яман ғәризини ашкарилиди,” дәп язған.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуа чүнйиңму хитайда ечилиши чәкләнгән тивиттерда майк помпейони “ялған учур тарқатти,” дәп шикайәт қилған.
Майк помпейо болса 29-апирилдики күнидики сөзидә “хитай коммунистик партийиси һәр даим бизгә өзлириниң америка билән шерик болғумиз бар, дәйду. У һалда ишәнчлик шерикләрниң бундақ учурларни ортақлишиш мәҗбурийити бар”, дәп тәкитлигән.