Хәлқара әмгәк тәшкилати уйғур мәҗбурий әмгикини нишан қилған йеңи йетәкчи қолланмиси мақуллиған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.04.19

Хәлқара әмгәк тәшкилати өзиниң уйғур мәҗбурий әмгикини нишан қилған йеңи йетәкчи қолланмисини мақуллиған.

Мәлум болушичә, бу хәлқара әмгәк тәшкилатиниң тунҗи қетим дөләт һамийлиқидики мәҗбурий әмгәк уқумини өзиниң йетәкчи қолланмисиға киргүзүши икән. Бу һәқтики анализларда, хәлқара әмгәк тәшкилатиниң йеңи йетәкчи қолланмиси мәҗбурий әмгәкни өлчәш вә уқумлаштурушниң йеңи һәм мәҗбурлаш өлчәмлирини оттуриға қойғанлиқи, униң “ихтиярий болмиған мәҗбурий әмгәкниң бирликкә кәлгән ядролуқ йеңи көрсәткүчлири” гә ениқлима берилгәнлики қәйт қилинмақта. Америкадики “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң хитай тәтқиқат ишлири директори, нопузлуқ лагер вә уйғур мәҗбурий әмгики мутәхәссиси доктор адриян зензниң 18-апрел X та, йәни бурунқи тивиттерда елан қилған бу һәқтики анализида көрситишичә, хәлқара әмгәк тәшкиланиң дөләт һамийлиқидики мәҗбурий әмгәкни өзиниң йетәкчи қолланмисиға киргүзүши зор қәдәм икән.

Адриян зенз, хәлқара әмгәк тәшкилатиниң йетәкчи қолланмисида уйғурларниң нами тилға елинмиған болсиму, әмма униң уйғур мәҗбурий әмгикигә қаритилғанлиқи, “әмгәк күчлирини йөткәш” аталғусиниң төт йәрдә тилға елинғанлиқи, чүнки “әмгәк күчлирини йөткәш” дуняда пәқәт хитайла кәң қоллинидиған мәхсус уқум икәнликини ейтқан. Мәлум болушичә, хәлқара әмгәк тәшкилати өзиниң йеңи йетәкчи қолланмисини түзүштә адриян зензниң уйғур мәҗбурий әмгикигә даир тәтқиқат доклатлиридин кәң пайдиланған. Хәвәрләрдә, хәлқара әмгәк тәшкилатиниң илгири доктор зенз билән учришип, уйғур мәҗбурий әмгикини музакирә қилғанлиқи қәйт қилинмақта.

Адриян зензниң билдүрүшичә, хәлқара әмгәк тәшкилати йетәкчи қолланмисиға дөләт һамийлиқидики мәҗбурий әмгәккә даир кәң мәзмунларни қошуп, “тутқун сиртида йүргүзүлгән дөләт һамийлиқидики мәҗбурий әмгәк” уқумини қобул қилиш арқилиқ, уйғур мәҗбурий әмгикини байқаш мумкинчиликини күчәйткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.