Иорданийәдә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан зулумиға қарши намайиш өткүзүлгән

Мухбиримиз ирадә
2020.01.02

Иорниданийәдә хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириға қиливатқан зулумиға қарши намайиш йүз бәргән.

“оттура шәрқ көзәткүчиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, намайиш сәйшәнбә күни, йәни йеңи йил һарписида пайтәхт аммандики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән. Хәвәрдин мәлум болушичә, бу намайишни “исламий һәрикәт фиронти” уюштурған болуп, у “мусулман қериндашлар тәшкилати” ниң сиясий қанити болуп һесаблинидикән. 

Намайишчилар хитай һөкүмитини уйғур мусулманлириға йүргүзүватқан “террорлуқ” һәрикәтлирини тохтитишқа чақирған. Намайишқа “исламий һәрикәт фронти” ниң рәиси мурад әл-адаилеһ вә шундақла иорданийә парламент әзаси сауд абу-маһфуз иштирак қилған. 

“исламий һәрикәт фронти” ниң рәиси мурад әл-адаилеһ намаяшта бәргән баянатида хитай һөкүмитиниң уйғур елида йүргүзүватқан сиясәтлирини “инсанийәткә қарши ишлиниватқан йиргинишлик җинайәт” дәп тәсвирлигән. У йәнә хәлқара җәмийәтни дәрһал бу мәсилигә арилишишқа чақирип, уйғурларға йүргүзүливатқан қирғинчилиқ вә зораванлиқни тохтитишқа чақирған. Нәччә онлиған намайишчи амма бирдәк шоар товлап, хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириға қиливатқан зулумини қаттиқ әйиблигән. 

Юқириқи бу намайиш хитай һөкүмити 2017-йили уйғур елида “қайта тәрбийә” лагерлирини йолға қоюп, 2 милйон әтрапида кишини лагерға солиған вә уйғурларниң миллий вә дини әнәнилирини йоқ қилишни мәқсәт қилған сиясәтләрни иҗра қилғандин буян ислам әллиридә көтүрүлгән наһайити аз сандики чоқанларниң бири болуп һесаблинидикән. Йеқинда һиндонезийә вә малайсия қатарлиқ дөләтләрдики бир қисим тәшкилатларму кәң көләмлик намайишларни уюштуруп, уйғурларға һессидашлиқини ипадилигән иди. Ислам дөләтлиридики амма арисидики бу иҗабий өзгириш чәтәлләрдики уйғурларни хурсән қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.