Явропа кишилик һоқуқ соти малтани уйғурларни чеградин чиқиривәтмәсликкә буйруған
2023.01.18
Бу йил 1-айниң 16-күни, явропа кишилик һоқуқ соти малтани бу дөләттә яшаватқан уйғур әр-аялни чеградин чиқиривәтмәсликкә буйруған.
“қоғдиғучи” ториниң 17-январ күни бәргән хәвиридин мәлум болушичә, муһаҗирәттики бир җүп уйғур әр-аял 2016-йил малтаға келип панаһлиқ тәләп қилған, әмма бу илтимаси 2017-йил рәт қилинғандин кейин улар малтада нәччә йил йошурунуп яшашқа мәҗбур болған. 2022-Йилға кәлгәндә улар қайта илтимас сунуп, өзлирини малтадин қайтурувәтмәсликни тәләп қилған, әмма 2023-йил 1-айниң 12-күни йәнә рәт қилинған. Малта һөкүмити уларниң хитайға қайтурулидиғанлиқини, кәлгүси бир нәччә күн ичидә нөвәтчи айропилан ениқ болған һаман уларни йолға селип қойидиғанлиқини билдүргән һәмдә уларниң телефонини еливалған.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу уйғур әр-аял малтада яшаватқан мәзгилдә малта һөкүмити уларға һечқандақ ярдәм бәрмигән вә улар хитайға қайтурулған тәқдирдә зиянкәшликкә учрайдиғанлиқини билип туруп, уларниң илтимасини рәт қилған.
Айниң 13-күни малтадики һөкүмәтсиз тәшкилат “адитус фонди” (Foundation Aditus) билән испанийәдики һөкүмәтсиз тәшкилат “қоғдиғучи” (SafeGuard Defenders) явропа сотиға әрз сунуп, малтаға охшаш явропа иттипақи дөләтлириниң кишилик һоқуқ келишимигә давамлиқ сәл қараватқанлиқи, уйғур районидики кишилик һоқуқ җинайити давам қиливатқан һәмдә бу икки панаһлиқ тилигүчиниң зулумға учриғанлиқ пакитлири ениқ әһвалда, уларниң һоқуқини қоғдимиғанлиқини әйблигән һәмдә уларни хитайға қайтурмаслиқ керәкликини оттуриға қойған.
Явропа соти 1-айниң 16-күни малтаға уқтуруш йоллап, бу уйғур әр-аялни хитайға қайтурмаслиққа буйруғандин кейин адитус фонди ипадә билдүрүп: “явропа сотиниң бу буйруқи малтаниң панаһлиқ сиясити вә униң рәсмийәтлиригә берилгән бир тәнқид. Улар даим панаһлиққа әң муһтаҗ кишиләргә, йәни қәбиһ зораванлиқ вә зиянкәшликтин қечип кәлгәнләргә сәл қарайду” дегән.