Хитайниң дуняни “оңда қоюш” бәдилигә пайда алмақчи болуши тәнқидләнди

Мухбиримиз әзиз
2018.07.19
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америка билән хитай оттурисидики сода уруши рәсмий башланғандин буян бу һәқтики мулаһизиләр һәрқайси мәтбуатларда көпләп йәр алмақта.

Әмма америка президенти доналд трампниң сода ишлиридики баш мәслиһәтчиси питер наварро 19-июл күни CNBC телевизийә қанилида елан қилинған бу һәқтики муһакимидә сөз қилип: “хитай нөвәттә пүткүл дуняни оңда қоюп, дуняниң қолдин берип қойғини һесабиға өзини сәмритмәктә. Биз өз мәнпәәтимизни қоғдимисақ болмайдиған басқучқа өттуқ” дегән.

Наваррониң пикричә, америка нөвәттә өзиниң тәқлидий әқил вә башқа юқири пән-техника саһәсидики мувәппәқийәтлирини қоғдиши, хитайниң бу “лоқ гөш” ләрни бикарниң орнида йәвелишидин сақлиниш чарилирини тепип чиқиши лазим икән. Йәнә келип, хитай һазир пүткүл дуняни зиянға учритиш һесабиға зораймақта икән.

Наварро нуқтилиқ қилип хитайниң әқлий мүлүк оғрилиқ қилмишиниң ялғуз америкинила әмәс, пүткүл дуняни зиянға учритиватқанлиқини, буниң билән әқлий мүлүк вә техника байлиқиниң оғрилиниватқанлиқини алаһидә тәкитлигән һәмдә: “хитай әмдиликтә бизниң таҗимиздики мәрвайитқа қол узитиватиду” дегән.

Мәлум болушичә, алақидар затлар хитайниң һелиһәм хәлқара барар вә сода мизанлириға әмәл қилиш нийитиниң йоқлуқини көрсәткән болуп, америка һөкүмитини бу һәқтә тәхир қилмаслиққа үндәш садалири күчәймәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.