Хитай һөкүмити “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” хизмитини давамлиқ илгири сүрмәктә
2024.07.25
Хитайчә “шинҗаң гезити” вә “тәңритағ тори” 24-июл күни чиқарған хәвәрдин мәлум болушичә, 7-айниң 24-күни “2024-йиллиқ шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш хизмитини илгири сүрүш йиғини” чақирилған.
Йиғинда хитай компартийәси 20-нөвәтлик 3-омумий йиғининиң роһини өгиниш, ши җинпиңниң “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш истратегийәлик пилани” ни өгиниш вә изчиллаштуруш музакирә қилинған һәмдә келәрки йерим йиллиқ хизмәтләр орунлаштурулған.
“шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” хитай компартийәси баш секретари ши җинпиң 2020-йил “3-қетимлиқ шинҗаң хизмити сөһбәт йиғини” да оттуриға қойған “шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси” болуп, униңда “мәдәнийәт бир дөләт вә бир милләтниң роһи. Җуңхуа мәдәнийити болса җуңхуа милләтлири бәрпа қилған роһий байлиқ болуп, җуңхуа милләтлириниң мәниви хаслиқиға вәкиллик қилиду, шундақла у шинҗаңдики һәр милләт мәдәнийитиниң келиш мәнбәси вә җәвһири. У өз нөвитидә шинҗаңдики һәр милләт хәлқиниң мәниви йөләнчүки, уларниң қәлби мәнсуп болған мәнивийәт бағчиси, шундақла уларниң мәдәнийәт тәрәққиятиниң һәрикәтләндүргүч күчи” дейилгән.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши бу һәқтә елан қилған “хитай һөкүмити ‛шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш‚ сиясити билән мустәмликичилик вә ирқий қирғинчилиқни тезләштүрмәктә” намлиқ доклатида, ши җинпиң бу йәрдә дәватқан мәдәнийәтниң хитай тили вә мәдәнийити икәнликини, “озуқландуруш” дегининиң хитайға хас мәдәнийәтни уйғурларға сиңдүрүш вә уйғурларниң ислам етиқадини хитайчилаштуруш икәнликини көрсәткәниди. Бу қетимқи йиғинда оттуриға қоюлған хизмәт нишани болса хитай һөкүмитиниң бу хилдики хитайлаштуруш һәрикитиниң уйғур елидә техиму күчлүк давам қилидиғанлиқидин бешарәт, дәп қаралмақта.