Хитай рәиси ши җинпиң 2-июлдин 6-июлғичә қазақистан вә таҗикистанда зиярәттә болидикән

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.07.01

Хитай рәиси ши җинпиң 2-июлдин 6-июлғичә қазақистан вә таҗикистанда зиярәттә болидикән, шундақла бу мәзгилдә у йәнә қазақистанниң саһибханлиқида өткүзүлидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғиниға қатнишидикән. Ши җинпиңниң зиярити бейҗиң даирилири оттура асия җумһурийәтлиригә қарита дипломатик паалийәтлирини күчәйткән бир вақитта елип берилмақта. Ши җинпиң оттура асия җумһурийәтлириниң рәһбәрлири билән өткән йили 5-айда шиәндә өткүзгән башлиқлар йиғинида икки тәрәпниң иқтисадий вә дипломатик алақилирини техиму чоңқурлаштурушни чақирған иди.

Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуа чүнйиң 30-июн йәкшәнбә күни елан қилған баянатида, бу қетимлиқ зиярәт җәрянида “рәис ши җинпиңниң астанада өткүзүлидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң  24-қетимлиқ башлиқлар йиғиниға қатнишидиғанлиқи”, шундақла қазақистан билән таҗикистанда дөләт зияритидә болидиғанлиқини билдүргән.

Хуа чүнйиң, ши җинпиңниң 2-июлдин 6-июлғичә болған арилиқтики қазақистан вә таҗикистан зияритиниң пирезидент тоқайеф билән пирезидент имам раһманниң тәклипигә бинаән елип берилидиғанлиқини ейтқан, лекин зиярәттә музакирә қилинидиған конкрет мәсилиләр һәққидә һечқандақ учур бәрмигән. Фирансийә агентлиқиниң билдүрүшичә, оттура асия хитайниң “бир бәлбағ бир йол” хәлқара ул әслиһәләр тәрәққият түриниң муһим һалқиси болуп, оттура асия җумһурийәтлири москваниң иғвагәрчилик характеридин барғанчә әндишә қиливатқан бир пәйттә, бейҗиң москваниң украинаға қораллиқ таҗавуз қилишидин келип чиққан бу райондики бошлуқни толдурмақчи икән. Ши җинпиңниң зиярити хитайниң йеқинда өзбекистан вә қирғизистан билән қәшқәр-ош-пәрғанә төмүрйол келишимини рәсмий имзалиши, шундақла қирғизистан парламентиниң өткән һәптә талаш-тартиштики бу келишимни тәстиқлишиниң арқисидин елип берилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.