Ши җинпиң қазақистан зияритидә икки дөләтниң “истратегийәлик мунасивити” ни техиму күчәйтидиғанлиқини тәкитлигән
2024.07.03
7-Айниң 3-күни хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң қазақистанға берип, қазақистан пирезиденти тоқайев билән көрүшкән һәмдә хитайниң һәр вақит қазақистанниң йеқин дости, ишәнчлик шерики болидиғанлиқини тәкитлигән.
Хитай “шинхуа агентлиқи” ниң қазақистандин бәргән хәвиригә қариғанда, тоқайев бу қетим ши җинпиңни катта дағдуға билән күтүвалған. 2023-Йил ши җинпиң тоқайев билән шиәндә вә бейҗиңда икки қетим көрүшкән болуп, шу чағда хитай һөкүмити икки дөләт мунасивитиниң йеңи тәрәққият пиланини оттуриға қойған иди. Ши җинпиң бу қетим тоқайев билән өткүзгән сөһбитидә бу нуқтини алаһидә тилға елип, хитай-қазақистан мунасивитиниң һазир “алтун дәвр” гә қәдәм қойғанлиқини, бу мунасивәтни техиму илгири сүридиғанлиқини тәкитлигән.
Хитай һөкүмити қазақистанни оттура асиядики муһим дөләт, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң ғоллуқ әзаси дәп қарап келиватқан болуп, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң наһайити ениқ һалда “шинҗаңниң муқимлиқи” үчүн қурулғанлиқи мәлум. Ши җинпиң бу қетим қазақистанға бу нуқтини әскәртип, из хитай билән қазақистанниң мунасивитигә баштин ахир истратегийәлик йүксәклик, йирақ нәзәр билән қараймиз; қазақистанни оттура асиядики муһим шерик дәп билимиз. Қазақистан билән болған мунасивитимизни қәтий қоғдаймиз вә тәрәққий қилдуримиз, хәлқара вәзийәтниң өзгириши билән өзгирип қалмаймиз; хитай қазақистанниң мәңгүлүк дости вә ишәнчлик шерики” дегән. У йәнә хитайниң қазақистан қатарлиқ дөләтләр билән “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати тәқдирдашлар ортақ гәвдиси” қурушни халайдиғанлиқини билдүргән.
Сөһбәттә қазақистан тәрәпму хитайниң “хитай-оттура асия истратегийәлик қурулуши” ға актиплиқ билән қатнишидиғанлиқини, “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати”, бирләшкән дөләтләр тәшкилати қатарлиқ хәлқара тәшкилатларда һәр вақит хитай билән зич маслишидиғанлиқини билдүргән; шундақла “бир бәлбағ бир йол” қурулушида хитай билән һәмкарлишип, йеза игилик, сода, йеңи енергийә, токлуқ аптомобил саһәсидә йеңи тәрәққиятларни қолға кәлтүрүшни үмид қилидиғанлиқини билдүргән. Икки тәрәп йәнә келәр йилини “хитай саяһәт йили қилиш”, маарип, мәдәнийәт саһәлиридики һәмкарлиқниму күчәйтиш һәққидә пикир алмаштурған.
Йеңидин мустәқил болған оттура асия дөләтлиригә охшаш, қазақистанму хитай билән русийә арисида өз мәвҗутлуқини сақлашқан тиришиватқан дөләт болуп, русийәниң оттура асиядики тәсириниң аҗизлишишиға әгишип хитайға йеқинлишиватқанлиқи мәлум. Шу сәвәбтин қазақистан уйғурлар мәсилисигә сүкүт қилипла қалмай, хитайни қоллайдиған тәрәптә турмақта. Қазақистанлиқ гио-иқтисад мутәхәссиси шерипҗан надироф радийомизға бәргән зияритидә, қазақистандәк йеңи дөләтниң һәр вақит өз мәнпәәтини чиқиш қилип сиясәт йүргүзидиғанлиқини, русийә билән хитайниң һәр иккисигә беқинип қалмайдиған, бәлки улар оттурисидики йошурун риқабәттин пайдилинидиған йол тутқанлиқини билдүргәниди.