Ши җинпиң тибәт бутханилирида “милләтләр иттипақлиқи” мәсилисини қайта тәкитлиди
2024.06.20
“җәнубий хитай әтигәнлик почта” гезитиниң 20-июндики хәвиридә ейтилишичә, хитай рәиси ши җинпиң йеқинда чиңхәй өлкисидә хизмәт тәкшүрүшидә болған һәмдә тибәт буддизминиң муқәддәс сәҗдигаһлиридин болған бир қисим ибадәтханиларни зиярәт қилған. Болупму у бу қетим зиярәт қилған ибадәтханилар бирдәк шиниң шәһиридә болуп, 1951-йили хитай һөкүмити билән тибәт рәһбәрлири оттурисидики тибәтниң кәлгүси сиясий тәқдиригә мунасивәтлик музакиридә ачқучлуқ рол ойниған тарихий орунлар һесаблинидикән.
Хәвәрдин мәлум болушичә, ши җинпиң бу қетимму “җуңхуа миллити ортақ еңини” күчәйтиш, “партийәни вә динни сөйүш” мәсилилирини тәкитлигән. Шуниңдәк тибәт буддизминиң бу баш тема үчүн хизмәт қилиши лазимлиқини әскәрткән. Бу җәрянда “динни хитайчилаштуруш” ниң омуми йөнилишигә қәтий әгәшкән һалда милләтләр иттипақлиқини зор күч билән алға сүрүш, шундақла диний ишлар вә диний муәссәсәләрни яхши башқуруш” ни тәкитлигән. Бу һал хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики “милләтләр иттипақи” тәшвиқати билән пүтүнләй охшаш болған шәкилдә оттуриға чиққан.
Бу қетимқи зиярәт америка дөләт мәҗлиси “тибәт сиясити қануни” ни мақуллап бир һәптә өткәндә вуҗудқа чиққан. Бу қанун бойичә америка һөкүмити тибәт һәққидики учур урушиға тақабил туруш қатарлиқ саһәләргә аҗратқан мәбләғни көпәйтидикән. Йәнә келип 20-июн күни америка дөләт мәҗлисиниң нәнси пелоси қатарлиқ йәттә нәпәр әзасидин тәркиб тапқан бир өмәк һиндистандики дарамсалада тибәтләрниң сәргәрдан даһийси далай лама билән учрашқан. Хитай ташқи ишлар министирлиқи буниңға рәддийә берип “далай лама биз билән болған сөһбәтни әслигә кәлтүрмәкчи болса өзиниң сиясий мәвқәдики хаталиқини толуқ тоғрилиши лазим” дегән.