Америка кеңәш палата әзаси ховлей, уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисидә ши җинпиңни җавабкарлиққа тартиш қанун лайиһәси сунған

Мухбиримиз әркин
2022.10.21

Америка кеңәш палата әзаси җош ховлей, ши җинпиңниң уйғур ирқий қирғинчилиқидики шериклик ролини җавабкарлиққа тартиш тоғрисида бир қанун тәклип лаһийәси тәйярлап америка дөләт мәҗлисигә сунған. Мәзкур қанун лайийәси хитай рәһбири ши җинпиңниң 16-өктәбир күни бейҗиңда башлинип, бу һәптиниң ахирлири йепилидиған хитай компартийәси 20-қурултийида 3-қетим һоқуқ тутуши ениқ, дәп қарливатқан һалқилиқ бир вақитта оттуриға қоюлуши, диққәт қозғимақта.

Америка “фокус хәвәрлири” телевизийә қанилиниң хәвәр қилишичә, кеңәш палата әзаси җош ховлей, қанун тәклип лайиһәсидә ши җинпиң вә униң юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқиға “шәхсән шерик” болғанлиқини муаәййәнләштүрүш тәләп қилинған икән.

Америка кеңәш палатасиниң җумһурийәтчиләр партийәсидин болған ховлейниң сунған мәзкур қанун тәклип лайиһәсидә, уйғурларға қаритилған инсанийәткә қарши җинайәттә җавабкарлиқи болған ши җинпиң вә хитай компартийәсиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлириға имбарго йүргүзүш тәләп қилинған. Шуниң билән биргә, америка ташқий ишлар министири блинкен вә америка дөләтлик истихбарат идариси (мәркизий ахабарат идариси) ниң дериктори аврел хәйнесниң бу җинайәткә буйруқ бәргән хитай компартийәси әмәлдарлири үстидин қәрәллик доклат сунуши тәләп қилинған.

Чәт әл тәтқиқат органлири вә кишилик һоҗуқ тәшкилатлириниң доклатлири, шундақла хитай һөкүмәт һөҗҗәтлиридин хитайниң 2017-йили башланған уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилип, түрмә вә лагерларға қамаш, уларға “қилчиму рәһим қилмаслиқ” тоғрисидики буйруқни шәхсән ши җинпиңниң өзи бәргәнлики, чен чуәнгониң бу буйруқни иҗра қилғанлиқи мәлум болған иди.

“фокус хәвәрлири”ниң ейтишичә, җош ховлейниң қанун тәклип лайиһәси ши җинпиң вә униң юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң америкадики мал-мүлкини тоңлитиш, уларниң америкаға киришини чәкләшниму өз ичигә алидикән. Җош ховлей “фокус дигитал хәвәрлири”гә қилған сөзидә, “җов байденниң диққити чечилип кәткән бир вақитта, ши җинпиң хитай компартийәси ичидики һоқуқини тез мустәһкәмләватиду. У бу күч арқилиқ дуняни өз һакимийитиниң җинайәтлиригә көз юмушқа мәҗбурлимақчи” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.