Хитай һөкүмитиниң “шинҗаңға ярдәм бериш хизмәт йиғини” гуман қозғимақта
2022.08.18
Хитай һөкүмити башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 18-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, хитай баш ишчилар уюшмисиниң “шинҗаңға ярдәм бериш мәмликәтлик хизмәт йиғини” да һәрқайси хитай өлкилириниң “ярдәм шәкиллири” нуқтилиқ музакирә қилинған. Хитай баш ишчилар уюшмиси партгурупписиниң секретари чен гаң йиғинда сөз қилип “һәрқайси өлкилик ишчилар уюшмилириниң шинҗаңға ярдәм бериш хизмитигә иштирак қилғанлиқиға йүксәк еһтирам билдүримән” дегән.
Һалбуки хәвәрдә хитай өлкилириниң “шинҗаңға ярдәм бериши” дики түрләрниң “муқимлиқ вә әбәдий әминлик орнитиштәк баш нишанниң әмәлгә ешишиға йеқиндин һәмдәмдә болуш, йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсини толуқ вә мукәммәл иҗра қилиш, җуңхуа ортақ кимлики чүшәнчисини асасий ғол идийә қилиш” дегәнләр икәнлики алаһидә тәкитләнгән. Шуниңдәк пүткүл хәвәрдә һечқандақ иқтисадий җәһәттики ярдәм мәзмуниниң тилға елинмаслиқиму бу хил “ярдәм” ниң маһийәттә нөвәттә иҗра қилиниватқан ассимилятсийә вә бастурушқа васитилик яки биваситә һалда “ярдәм” бериш болидиғанлиқини көрсәтмәктикән.
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй йиғинда алаһидә сөз қилип; “мәмликәтлик баш ишчилар уюшмиси узундин буян шинҗаңға ярдәм бериш арқилиқ партийә мәркизий комитетиниң омуми орунлаштурушлирини иҗра қилиш, шинҗаңниң муқимлиқи вә йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш хизмәтлиригә зор төһпә қошти” дегән. Шуниңдәк хитай баш ишчилар уюшмисиниң ярдими асасида нөвәттики “мәдәнийәт арқилиқ шинҗаңни суғириш, кәң хәлқ аммисини партийә әтрапиға зич уюштуруш” ни қәтий давамлаштуруш, шу арқилиқ 20-қурултайни күтүвелишқа паал тәйярлиқ қилиш лазимлиқини тәкитлигән.
Хитай һөкүмитиниң “җуңхуа ортақ кимлики чүшәнчисини омумлаштуруш” намида хитайлаштурушни, “иҗтимаий муқимлиқ бәрпа қилиш” намида уйғурларни бастурушни давам қилиши һәққидә сөз болғанда җорҗтавн университетиниң профессори җеймис милвард “хитай һөкүмити һазир <ахирқи һәл қилиш> чариси арқилиқ уйғурлар мәсилисини әбәдийликкә һәл қилишқа бәл бағлимақта” дегәниди.