Хитай талибан һакимийитидики афғанистанға баш әлчи тәйинлигән

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.09.14

Хитай, талибан һакимийитидики афғанистанға рәсмий баш әлчи тәйинләп әвәткән. 13- Сентәбир күни талибан даирилири бу хитай әлчисини чоң мурасим билән күтүвалған.

Әл-җәзирәниң дейишичә, хитай баш әлчи җав шең форма кийгән әскәрләр тәрипидин күтүвелинған вә һәмдә талибан һөкүмитиниң башлиқи муһәммәд һәсән ахунд вә ташқи ишлар министири муттақи қатарлиқ талибанниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән көрүшкән. Бу, 2021-йили талибан һакимийәтни өткүзүвалғандин буян, тунҗи қетим бир баш әлчиниң бундақ һәшәмәтлик һалда күтүвелиниши болуп һесаблинидикән.

Афғанистан ташқи ишлар министири амир хан муттақи хитай әлчиси җав шеңниң афғанистанға тәйинлинишини “муһим сигнал вә муһим қәдәм” дегән.

Хәвәрдә дейилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтики баянатида: “бу хитайниң афғанистанда турушлуқ баш әлчисиниң нормал вәзипә алмишиши болуп, у хитай билән афғанистан оттурисидики сөһбәт вә һәмкарлиқни давамлиқ илгири сүрүшни мәқсәт қилиду” дегән һәмдә “хитайниң афғанистанға қаратқан сияситиниң ениқ вә изчил” болуп кәлгәнликини тәкитлигән.

Талибан контроллуқидики афған һөкүмити һазирғичә һечқандақ дөләт тәрипидин рәсмий йосунда етирап қилинмиған. Бейҗиң, йеңи әлчи тәйинләшниң кейинки күнләрдә талибан һөкүмитини рәсмий етирап қилишқа қарап илгириләп-илгирилимәйдиғанлиқиға һазирчә ениқ җаваб бәрмигән.

Талибанниң қатарда турушлуқ баянатчиси суһәйил шаһин әлҗәзирәгә қилған сөзидә “хитайниң һәрикити икки дөләт мунасивитини техиму күчәйтип, һәр қайси саһәләрдики һәмкарлиққа йол ачиду” дегән.

Хитай һөкүмити техи талибан һакимийитидики афғанистан һөкүмитини рәсмий етирап қилмиған вә дипломатик мунасивәт орнатмиған болсиму, әмма афғанистанға тохтимай вәкилләр өмики әвәтип, түрлүк иқтисадий келишимләрни түзүп, афғанистанни өзигә бағлашқа урунуп кәлмәктә. Техи бу йил 5-айда хитай афғанистан пайтәхти кабул билән уйғур елиниң мәркизи үрүмчи арисида һәр чаршәнбә күни биваситә учидиған һава қатнишини рәсмий йолға қойғанлиқини җакарлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.