Президент җов байдинниң хитай һәққидики мәмурий буйруқи икки дөләт мунасивитини йәниму йирикләштүридикән
2023.08.11
Америка президенти җов байдинниң америкалиқларни хитайниң юқири пән-техника саһәсигә мәбләғ селиштин чәкләйдиған мәмурий буйруқни елан қилиши америка-хитай мунасивәтлирини йәниму совутуши мумкинкән.
Америка президенти җов байдин 9-авғуст күни мәмурий буйруқ имзалап, америкалиқларни хитай, хоңкоң вә макав (авмен) дики сүний әқил, йерим өткүзгүч вә кивант техникиси қатарлиқ юқири техникилиқ саһәләргә мәбләғ селиш вә сода қилиштин чәклигән. Мәмурий буйруқта йәнә, хитай билән болидиған адәттики йерим өткүзгүч вә башқа сүний әқил техникиси содисини малийә министирлиқиниң көздин кәчүрүшигә сунуш тәләп қилинған иди. Бу чәклимә америка пуқралири вә америкада олтурғучиларни бирдәк өз ичигә алиду.
“вал-ситрет журнили” да бу һәқтә елан қилинған мулаһизидә дейилишичә “бу мәмурий буйруқ тар даиридә һәрбий, көзитиш вә тор иқтидариға игә һалқилиқ вә әң йеңи техникиларни нишан қилған болсиму, бирақ у өз нөвитидә америка капиталиниң еқими вә тәҗрибисини хитайдин йирақлаштурушни мәқсәт қилидикән.”
Америка ақсарай әмәлдарлири бу мәмурий буйруқниң “хитайни америкалиқ тәвәккүл мәблиғи вә хусусий пай һоқуқи ширкәтлириниң өз мәблиғи билән биллә елип келидиған билим-техника, базарға еришиш вә башқа пайдилардин чәкләшни мәқсәт қилидиғанлиқи” ни тәкитлигән.
Мулаһизидә дейилишичә, “бу буйруқ хитайниң иқтисади аҗизлаватқан, ковид сәвәбидин хитайға саяһәткә бериш тәсләшкән вә америка-хитай мунасивитиниң йириклишиши билән хитайниң чәтәл ширкәтлиригә қаратқан бесими йәниму күчәйгән бир шараитта хитайда сода қиливатқан америка ширкәтлириниң ишини техиму қийинлаштуридикән.”
Мәлум болушичә, мана мушундақ қийинчилиқлар аллиқачан нурғун мәбләғ салғучиларни хитайға мәбләғ селиштин иккиләндүрсә, йәнә нурғунларни мәбләғлирини аста қәдәмдә болсиму йөткәшкә қистиған.
Тәминләш зәнҗирлири мәслиһәтчилик ширкити болған “упуқ мәслиһәтчилики” (Horizon Advisory) ниң қурғучилириниң бири нет пикарсич (Nate Picarsic) “вал-ситрет журнили” ға қилған сөзидә һазирқи вәзийәтни йиғинчақлап, “бу мәмурий буйруқтин кәлгән һәқиқий сигнал шуки, сиясий-җуғрапийилик вә дөләт бихәтәрлик хәвпи әмди мәңгүлүк қурулмиға айланди. Мана бу ширкәт вә мәбләғ салғучилар чоқум ойлишиши керәк болған узун мусапилик мәсилидур” дегән.