Хитай баянатчиси америкиниң хитайниң һәрбий вә бихәтәрлик тәрәққияти һәққидики йиллиқ доклатиға наразилиқ билдүрди
2013.05.07
Хитайниң ташқи ишлар баянатчиси хуа чүнйиң 7 - май сәйшәнбә күни мухбирларниң соалиға җаваб берип, америка дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин 6 - май күни елан қилинған доклатни“америка, җуңгониң адәттики дөләт мудапиәси қурулуши һәққидә қалаймиқан йәкүн чиқарди” дәп әйиблиди.
Бәш бурҗәклик бина түнүгүн елан қилған “хитайниң һәрбий вә бихәтәрлик тәрәққияти һәққидә йиллиқ доклат” хитайни һәрбий селинмида очуқ - ашкара болушқа чақирип, “бейҗиң бу йил 3 - айда һәрбий селинмини 7.10 Пирсәнт көпәйтип, омуми һәрбий хам чотини 114 милярд долларға чиқириш арқилиқ 20 нәччә йилдин буянқи изчиллиқни сақлап қалди. Һалбуки, хитай очуқ - ашкара болмиғачқа, у базар игиликигә көчүшни толуқ тамамлап болмиғачқа, униң һәқиқий һәрбий хам чотини һесаблап чиқиш қийин.” дегән һәмдә 2012 - йили ичидә йүз бәргән америкиниң һөкүмәт органлири вә сода ширкәтлиригә қилинған интернет һуҗумлири һәмдә учур оғрилаш қилмишлирида хитай һөкүмити вә хитай армийисиниң қоли барлиқини алаһидә әскәрткән иди.