Мең җийәнҗу уйғур районини бир “җәң мәйдани” дәп көрсәтти

Мухбиримиз җүмә
2016.01.24


Уйғур районидики контроллуқ һәрикәтлири техиму күчәйтилгәнлики хәвәр қилиниватқан бир мәзгилдә, хитай даирилири районда террорлуққа зәрбә бериш иқтидарини ашурушни қарар қилғанлиқини билдүрди вә уйғур елини бир “җәң мәйдани” дәп көрсәтти.

Хитайниң бу қарари 23 - январ бейҗиңда ахирлашқан мәркизий сиясий қанун комитетиниң бир йиғинида оттуриға қоюлди.

Шинхуа агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә мундақ көрситилди: “биз шинҗаң уйғур аптоном райондики террорлуқ һәрикәтлирини қаттиқ контрол қилип, буларниң хитайниң ичи өлкилиридики чоң вә оттура типтики шәһәрләргә кеңийип кетишиниң алдини елишимиз керәк.”

Хәвәрдә хитай мәркизий сиясий қанун комитетиниң баш секретари мең җийәнҗуниң ейтқанлиридин нәқил елип көрситишичә, у:“‛терроризмға қарши туруш қануни‚ ни йүргүзүшни ачқуч қилип, хитайниң ичи - сиртидики икки вәзийәт, шинҗаңниң ичи - сиртидики икки уруш мәйдани, интернетниң ичи вә сиртидики икки уруш линийәсини бир туташ пиланлап, пүтүн күчимиз билән актип, истиһкамға һуҗум қилидиған вә узунға созулидиған җәң қилишимиз лазим” дегән.

Мең җийәнҗу йәнә җасуслуқ учурлириға тайинип йетәкләшни тәкитләштә чиң туруш билән биргә хитайниң террорлуққа қариши туруш вә қоманданлиқ қилиш механизмини яхшилашни тәләп қилған.

Хитайниң уйғур елидики аталмиш террорлуққа қарши елип бериватқан һәрикәтлири хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң изчил тәнқидигә учрап кәлмәктә.

Хитай һөкүмити уйғур районидики бастуруш һәрикәтлириниң террорлуққа зәр беришни нишан қиливатқанлиқини илгири сүргән болсиму, ғәрб кишилик һоқуқ органлири хитайниң буниң баһанисидә уйғурларниң негизлик кишилик һоқуқлирини дәпсәндә қиливатқанлиқини билдүрүшкән.

Хитай һөкүмәт техи йеқиндила хитайниң бай көмүркан вәқәсидики мәйданиға соал қойған вә мәзкур вәқәниң хитай ейтқандәк бир хәлқара террорлуқ вәқәси болмастин, бәлки бир наразилиқ һәрикити икәнликини илгири сүргән фирансуз мухбири урсила хитайдин мәҗбурий чиқирип ташлиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.