Бир хитайниң баянлири: “шинҗаңда немиләр болуватиду?”

Мухбиримиз әзиз
2019.11.06

Уйғур дияридики чекидин ашқан бастуруш бир қисим хитайларниму һәйран қалдуруп, уларни бу һәқтә аз-тола пикир қилишқа үндәватқанлиқи мәлум. 2018-Йили әтиязда дәм елиш үчүн уйғур диярида саяһәттә болған ичкиридики даңлиқ партийә гезитлириниң бир сабиқ мухбири йеқинда өзиниң шу вақитта көргәнлирини елан қилип, лагер сиртидикиләрниң һаяти қандақ давам қиливатқанлиқини баян қилди.

Қәшқәрдә бу хитай мухбирни һәйран қалдурған тунҗи иш бу шәһәрниң топа басқан уйғур мәһәллилири вә кочилириниң бәкму пакиз икәнлики болған. У ичкиридики хитай шәһәрлиридә һәммила йәрдә көзгә челиқидиған әхләт-чава вә юнда басқан йолларни учратмиған. Әмма қәшқәрдә һәммила җайда көзгә челиқидиған бир һадисә йол-йоллардики сақчи тәкшүрүш понкитлири болуп, хитай шопурлар машинисини һәйдәп қол пулаңлитип қоюпла өтүп кетиверидикән, әмма уйғурлар болса җәзмән толуқ тәкшүрүштин өтүши лазим икән. Һәммила җайни сақчилар қаплиған болуп, униңға һәмраһ болған хитай кадир “қәшқәр һазир пүтүн мәмликәт бойичә әң бихәтәр җай” дәп махтанған. Әмма у бу җайдики толуқ қоралланған әскәр вә сақчиларниң асасән хитайлар икәнликини, калтәк-тоқмақ көтүрүшүвалған ярдәмчи сақчиларниң асасән уйғурлар икәнликини байқиған.

Бу хитай қәшқәрдә һәйранлиқ ичидә байқиған йәнә бир мәсилә һәммила уйғурниң байрақ чиқириш вә хитайчә өгинишкә тәшкиллиниши болған. Болупму дүшәнбә күни сәһәр саәт алтидин тоққузғичә һәммила уйғур байрақ чиқириш, қәсәмяд бериш, сиясий нутуқ аңлаш дегәнләрни аңлашқа мәҗбур болғачқа у шу күни әтигәндә такси чақиралмиған. У көргән уйғур йезилирида вә һәммила кәнттә аз дегәндиму һәр һәптиси икки қетимдин артуқ паш қилиш йиғини ечилидикән, бу йиғинда кишиләр өзини һәмдә башқиларниң “сиясий кәмчилики вә мәсилиси” ни паш қилидикән. Бу ишларға хитай секретарлар бир туташ қоманданлиқ қилидикән.

Униңға һәмраһ болуп йезиларни айландурған хитай секретарлардин бири “биз уйғурларниң қалақ һаләттин қутулушиға зор күч билән ярдәм бериватимиз. Мәсилән, улар илгири чаған өткүзмәйтти. Һазир һәммила уйғурниң ишики алдиға хитайчә йезиқта чағанлиқ мәснәви есилидиған болди. Уйғурлар илгири борида яки гиләмдә олтуруп тамақ йәп, йәнә шу бора яки гиләмдә ухлайтти. Биз уларға йеңичә аилә җабдуқлирини ишлитишни өгәттуқ. Шундин буян өй җабдуқлириниң баһаси тезла өсүп, уларни сатидиған содигәрләр бейип кәтти” дегәнләрни сөзләп бәргән.

Хитай мухбир һәрқайси җайларда ислам дининиң уйғурлар турмушидин сиқип чиқирилғанлиқини көпләп көргән. Кишиләрниң тамака чәкмәслики, һарақ ичмәслики еғир сиясий мәсилә қатарида тәкшүрүлгән. Униңға һәмраһ болған хитай секретар “һазир һарақ ичидиған, тамака чекидиған кадирни биз яхши кадир дәймиз. Ашханилардиму җәзмән үстәлгә күлдан қоюлуши лазим. Бу бир зор тәрәққият” дегән. Әмма у көплигән мәсчитләрниң чеқиветилгәнликини көргән. У бу һәқтә сориғанда хитай секретар “бу уйғурлар пул тапсила бир болса мәсчит селивалиду, бир болса түмәнләп пул хәҗләп өй безәйду. Бу уларниң бай болалмаслиқидики түп сәвәб” дегән.

Хитай секретар бу мухбирни айландурғач униңға йезидики уйғур яшлириниң мутләқ көп қисминиң уйғурчә хәт язалмайдиғанлиқини ейтқан. У һәйран болуп “мәктәпләрдә қош тиллиқ оқутуш йолға қоюлған әмәсму?” дәп сориғанда у секретар уйғурчә дәрслик китабларда көп мәсилиләр мәвҗут болғанлиқтин һазир әмәлдин қалдурулғанлиқини ейтқан. Мухбир һәйран болуп “он нәччә йил ишлитилгән дәрслик китаблардики бунчә көп мәсилиләр илгири байқалмай чен чүәнго кәлгәндин кейин бирақла байқалғини қизиққу?” дәп сориғанда секретар “бу асаслиқи чоңқур йошурунувалған ‛икки йүзлимичи‚ әмәлдарларниң көплүкидин болған” дәп җаваб бәргән. У йәнә махтанған һалда “әһвал мушу тәриқидә 50 йил давам қилса уйғурниң мәдәнийити пүтүнләй йоқилиду” дегән. Тәрәққият тоғрисида гәп болғанда “бизниң вәзипимиз муқимлиқ вә әминлик орнитиш. Шинҗаңниң иқтисади тәрәққий қилмисиму болувериду” дегәнни алаһидә тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.