Хитай, б д т да хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини әйиблигән дөләтләргә наразилиқ билдүргән
2024.10.24
10-Айниң 22-күни, бирләшкән дөләтләр тәшкилатида австралийәниң б д т дики баш әлчиси җеймис ларсен (James Larsen) америка, канада, германийә вә японийә қатарлиқ 15 дөләтниң ортақ баянатини оқуп, хитайни кишилик һоқуқ мәсилисидә очуқ-ашкара болушқа, халиғанчә тутқун қилинған уйғурлар вә тибәтләрни қоюп беришкә чақирғаниди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи болса 23-өктәбир күнидики баянатида юқиридики дөләтләрни “ички ишлиримизға арилашти” дәп әйиблигән.
Австралийә ABC хәвәр қанилиниң хәвиридин мәлум болушичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лин җйән баянатида, б д т йиғинида пакистан башчилиқидики 100 дин артуқ дөләтниң хитайни қоллиғанлиқини билдүрүп, “бу бир қисим ғәрб дөләтлириниң кишилик һоқуқ намидики сиясий контрол қилиш һәрикитиниң мәғлуп болидиғанлиқини толуқ испатлап бериду” дегән.
Хитай ташқи ишлар баянатчиси лин җйән баянатида нуқтилиқ һалда австралийә вә американи нишанға елип “австралийәдә узундин буян давамлишип келиватқан системилиқ ирқий кәмситиш вә өчмәнлик җинайити мәвҗут. Америкида ирқчилиқ, қорал зораванлиқи, әдлийә адаләтсизлики қатарлиқ мәсилиләр бар” дәп һуҗум қилған.
ABC Хәвәр қанилиниң дейишичә, австралийә баш министири антоний албанис самоаниң пайтәхти апядики мәзгилидә хитайниң тәнқидлиригә җаваб берип, “биз әлвәттә австралийәниң мәнпәәтини қоғдаймиз, биз хитай билән һәмкарлишидиған йәрдә һәмкарлишимиз, қаршилишидиған йәрдә қаршилишимиз. Бизниң кишилик һоқуқ мәсилисидики мәйданимиз һәр даим очуқ вә изчил болуп кәлди” дегән.