Хитай һөкүмити “муқимлиқни сақлаш қорали” болған биңтуәнни зор күч билән йөлимәктикән
2022.08.12
“хитай хәвәрлири тори” ниң 12-авғуст чиқарған хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити 1999-йилдин башлап йолға қойған “чегра районни гүлләндүрүп хәлқни бай қилиш” сиясити биңтуәнгә ғайәт зор мәнпәәт елип кәлгән.
Хәвәрдә мундақ дейилгән: “шинҗаңдики биңтуәнләрниң көп қисми чөл-җәзирә вә чегра бойлириға җайлашқан. Йеқинқи йиллардин буян биңтуән ‛чегра районни гүлләндүрүп хәлқни бай қилиш‚ һәрикитини қозғап, һәр милләт аммисиниң бихәтәрлик вә бәхт туйғусини күчәйтти”.
Хитай һөкүмити 1999-йил башлиған бу сиясәт 2009-йилиға кәлгәндә биңтуәнниң 58 полк-мәйданлирида әмәлийлишип болған. Бу сиясәтниң түрткиси билән биңтуәнниң су қурулуши, йәр қурулуши, өй вә завут қурулушиға ғайәт зор миқтарда мәбләғ селинған. 2018-Йилдин буян, 32 түр қурулушиға 93 милйон 600 миң йүән мәбләғ селинған. 2020- Вә 2021-йили биңтуәнниң “қизил байрақ деһқанчилиқ мәйдани” 11-лйәниниң ул әслиһә қурулушиғила 11 милйон 469 миң йүән сәрп қилинған.
Шинхуа агентлиқиниң 11-авғуст биңтуән һәққидә чиқарған бир хәвиридиму, хитай рәиси ши җинпиңниң биңтуәнни көздин кәчүргәндә қилған сөзиниң роһини өгинип, биңтуәнниң аталмиш “муқимлиқни сақлап чегра районни қоғдаш” ролини үзлүксиз юқири көтүрүш тәкитләнгән.
Хитай һөкүмитиниң уйғур районини биңтуәнгә йәм қилиш сиясити изчил диққәт қозғап келиватқан темиларниң бири болмақта. Илһам тохти институти биңтуәнниң тәрәққияти һәққидә елан қилған “запас ашлиқ топлап чегра районни қоғдаштин муқимлиқни сақлап чегра районни қоғдашқичә” намлиқ мақалисидә мундақ дейилгән: “биңтуән өзиниң уйғур аптоном районида мәвҗут болуш сәвәбини изчил һалда ‛муқимлиқни сақлаш‚ ролиға бағлап кәлди. Әмма уйғурларниң нөвәттики әһвалидин шуни җәзмләштүрүшкә болидуки, биңтуән йиллардин бери хитай компартийәси билән ичқоюн-ташқоюн болуп, уйғурларни пиланлиқ, мәқсәтлик һалда намратлиқ гирдабиға сөрәп кәлди”.