Хитай һөкүмити “3-қетимлиқ ‛бир бәлбағ бир йол‚ муһакимә мунбири” йиғини ачидикән
2023.10.11
“җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң 11-өктәбир күни бәргән хәвиригә қариғанда, хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң келәр һәптә бейҗиңда “3-қетимлиқ ‛бир бәлбағ бир йол‚ муһакимә мунбири” йиғини чақирип, хитайниң дуня миқясидики иқтисадий вә гио-сиясий тәсирини давамлиқ сақлап қалмақчи болған.
Хитай ташқи ишлар министири 11-өктәбир күни ашкарилиған мәлуматқа асасланғанда, 10-айниң 17-, 18-күнлири өткүзүлидиған бу йиғинға аз дегәндә 130 дөләт вә 30 хәлқара тәшкилат вәкиллири қатнишидикән. Ши җинпиң бу йиғинда “бир бәлбағ бир йол” тәшәббусиниң 10 йиллиқи мунасивити билән ечилиш нутуқи сөзләйдикән.
Алдинқи нөвәтлик “‛бир бәлбағ бир йол‚ муһакимә мунбири” 2019-йил ечилғаниди. Хитай бу қетимлиқ “муһакимә мунбири” гә тәклип қилидиған меһманлирини көңүл қоюп таллиған болуп, униң ичидә русийә пирезиденти виладимир путинму бар икән. Путин өткән айда хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшкәндә, бу йиғинға қатнишидиғанлиқини ейтқан. Һалбуки путин, хәлқара җинайи ишлар соти тәрипидин “уруш җинайәтчиси” дәп бекитилгән болғачқа, чәт әлләргә чиқиши тәсләшкән икән.
2013-Йил ши җинпиңниң тәшәббуси билән башланған “бир бәлбағ бир йол” қурулуши, хитайниң уйғур районини муһим иқтисадий түгүн қилип, оттура асиядин явропаға, җәнубий асиядин оттура шәрқ вә африқа дөләтлиригичә созулған ғайәт зор “мәбләғ селиш” пилани болуп, америка башчилиқидики ғәрб дөләтлири уни “хитайниң қәрз тузиқи” дәп атап кәлгәниди.