Хитай тәшвиқатлирида бу йиллиқ чаған уйғурларниң әнәниви һейт-байримиға айландурулди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.02.12

Хитайниң бу йиллиқ чаған байримидики тәшвиқатлирида, шәрқий асия хәлқлириниң нәччә миң йиллиқ әнәниви байрими болған чаған, уйғурлар һәр йили қизғин күтүвалидиған, җушқунлуқ тәбрикләйдиған әнәниви һейт-байрамлириниң бири сүпитидә көрситилмәктә. Хитайниң бу йиллиқ чағанлиқ сәнәт кечилики тунҗи қетим уйғурларниң нәччә миң йиллиқ мәдәнийәт бөшүки болған қәшқәрдә өткүзүлүш билән бир вақитта, уйғурлар йәнә тунҗи қетим хитайниң чағанлиқ тәшвиқатиниң муһим салмиқини тәшкил қилған. Хитай тартқулириниң чағанлиқ хәвәрлиридә, хотәндин тартип алтайғичә, ғулҗидин қумулғичә болған кәң уйғур дияридики шәһәр-базар, йеза -кәнтләрдә уйғурларниң өйлиригә панус есип, мәснәви чаплап, өйлирини шәрқчә безәш, чағанлиқ түгрә, гүллүк манта түгүш, чағанлиқ аммиви сәнәт кечилики өткүзүп, хитай мәдәнийитини өзләштүргәнлики алаһидә гәвдиләндүрүлгән.

Бу йиллиқ чағанда уйғурларниң нуқтилиқ тәшвиқат темисиға айлиниши, хәлқарада хитай уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиш билән әйиблинип хитайни җавабкарлиққа тартиш чуқанлири күнсери күчийип, б д т ниң бу йил 1-январ өткүзүлгән хитай кишилик һоқуқ хатирисини қәрәллик тәкшүрүш йиғинидиму уйғурларниң вәзийити нуқтилиқ мәсилигә айланған бир пәйттә оттуриға чиққан. “шинҗаң гезити” 9-феврал күни бәргән хәвиридә, “чағанниң һарпа кечиси қәшқәр қәдимий шәһириниң һәммә җайи байрам кәйпиятиға чөмгәнлики, пүтүн дуканларға қизил мәснәви вә ‛фу‚ йәни мәмурчилиқ, дегән хәтләрниң чаплинип, йеңи йилдики амәт вә бәхткә символ қилинғанлиқи” тәкитләнгән. Хәвәрдә йәнә қәшқәрдики “қизил пануслар билән безәлгән дәрәх шахлириниң кишиләргә иллиқ байрам кәйпияти ата қилидиғанлиқи” тәкитлинип, хитайниң 2017-йили башланған чоң тутқунида қаттиқ бастурушқа учриған бу қәдимий шәһәрдә һаятниң “нормаллашқанлиқи”  сүрәтләнгән. Хитай таратқулириниң хәвәрлиридин райондики чағанлиқ паалийәтләрдә хитайларниң уйғур әнәниви кийим-кечәклирини кийип, паалийәткә қатнишиши, шундақла бу паалийәтләрдә хитайниң думбақ усули, әҗдиһа ойнитиш усуллириниң орунлинип, оригинал уйғур мәдәнийәт-сәнитиниң еғир әбҗәшләштүрүлгәнлики диққәт қозғимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.