Хитай һөкүмити уйғур елидә “чөлни бостан қилип, қумлуқта шәһәр бәрпа қилиш” қәдимини тезләтмәктә

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.10.08

Хитай һөкүмити уйғур елиниң тәбиий байлиқи вә енергийә записидин үнүмлүк пайдилиниш билән биргә, қумлуқни өзгәртип йеңи шәһәрләр бина қилип, техиму көп нопус көчүрүш үчүн һәрикәт қилмақта.

“хитай йәр шари телевизийә тори” ниң 8-өктәбирдики хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити йиллардин буян барлиқ имканийәтлирини ишқа селип, боз йәр ечиш, қумлуқни өзгәртиш тәтқиқатлириға көпләп пул аҗратқан, шуниңдәк шорлуқ вә ишқарлиқ тупрақни яхшилаш, қурғақчилиқ вә шорға чидамлиқ тупрақни барлиққа кәлтүрүш қурулушини илгири сүргән. Нәтиҗидә алди билән ақсудики биңтүән 1-дивизийәгә қарашлиқ арал шәһирини көкәртиш вә кеңәйтиш базиси қилған; бостанлиқ қумлуққа қарап 20 километирдин артуқ кеңәйгән.

2013-Йил арал шәһиридә “қумлуққа кириш еғизи” мәнзирә райони қурулған болуп, хитай саяһәтчилиригә биңтүәнниң “чөлни бостан қилиш тарихи” тонуштурулған. Шуниң билән биргә аралниң нәшпүт бағчиси, өрүк, чилан бағлири, шаллиқ, кевәзликлири көрситилип, бу җайниң һәр йериниң байлиқ икәнлики тәшвиқ қилинған.

Мәлум болушичә, хитай орманчилиқ идариси қармиқидики бир орган 2009-йилдин буян уйғур елини өз ичигә алған һалда тупрақниң чөллишиш әһвалини тәкшүргәндә, төттин бир қисимдин көпрәк тупрақниң чөлләшкәнлики, шеғиллашқанлиқи яки қум астида қалғанлиқини, буниң “хитай дуч келиватқан җиддий екологийәлик мәсилә” икәнликини мәлум қилған. Униңдин сирт уйғур елидики қурғақчилиқ, боз йәр ечишни чәктин ашуруветиш, суниң булғиниши, тупрақниң шорлишип кетиши қатарлиқ мәсилиләр еғирлишип барған.

 Бүгүнки күндә болса биңтүән “қумлуқни тизгинләп, қақаслиқни өзгәртип йеңи яшаш муһити бәрпа қилиш” қа башлиған болуп, йәр-земинни булаң-талаң қилиш характеридики ечиштин һазир “муқим тәрәққият” характеридики ечишқа өткән. Буниңдин мәқсәтниң йәрлик хәлққә бәхт яритиш әмәс, бәлки милйонлиған хитай көчмәнлири үчүн техиму кәң һаятлиқ макани һазирлаш икәнлики тәхмин қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.