Хитай дөләтни хатирҗәмликкә игә қилиш баһаниси билән бихәтәрлик тәдбирлирини техиму күчәйткән
2025.01.16
Хитайда бир қанчә қетим кәң көләмлик аммиви қәтлиам вәқәлири йүз бәргәндин кейин, хитай даирилири амминиң наразилиқини бесиқитуруш үчүн мәктәпләрдики бихәтәрликни тәкшүрүпла қалмастин қавақханилар вә иҗаригә берилгән өйләрни тәкшүрүшкә башлиған.
“ню-йорк вақти гезити” (New York Times) ниң 16-январдики мәхсус хәвиригә асасланғанда, хитай һөкүмити йеқинқи вақитларда көпийип қалған аммиви қәтлиам вәқәлириниң җәмийәткә салған қорқунчини бесиқтуруш үчүн, хәтәрлик адәмләрни “йилтизидин қурутуш” вә җәмийәтниң наразилиқини бастуруш тәдбирлирини күчәйткән.
Хитай һөкүмитиниң чаған мәзгилидә җәмийәт бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн қәрәллик һалда қаидә низамларни елан қилидиғанлиқи мәлум. Лекин бу йили хитайда иҗтимаий муқимлиқ тоғрисидики көрсәтмиләр техиму тәпсилий баян қилинған. Хитай җ х орунлири мәктәп һойлилири вә тәнтәрбийә мәйданлири қатарлиқ йәрләрни нуқтилиқ көзитиш обйекти қилип таллап, хәлқни назарәт қилишқа вә “актип йетәкчилик” қилишқа чақирған.
Һалбуки, америкидики нопузлуқ кишилик һоқуқ органлиридин болған “әркинлик сарийи” ниң тәкшүрүшигә асасланғанда, хитайдики аммиви қаршилиқларниң көпинчиси мәбләғ салғучи кишиләрниң зиян тартиши яки кишиләрниң маашиниң берилмәслики қатарлиқ иқтисадий мәсилиләр билән мунасивәтлик болуп, аммиви намайишлар 2024-йилиниң алдинқи 11 ейида, бир йил бурунқи охшаш мәзгилдикидин 18 һәссә ашқан.