Дора кәмчиллики хитайдики әң чоң баш ағриқи болуп қалған

Мухбиримиз әзиз
2022.12.20
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитайда ғайәт зор көләмлик вирус вабаси ямрайдиғанлиқи мәлум болғандин буян қизитма қайтуруш дориси қатарлиқ дориларниң баһаси нәччә һәссә өрләпла қалмастин пүткүл хитайдики дориханиларда “қуруп кәткән”.

 Буниң билән хоңкоң вә тәйвәндики хитайлар бәс-бәстә өзлири турушлуқ җайлардин бу хилдики дориларни сетивелип хитайдики уруқ-туғқанлириға вә достлириға әвәтишкә башлиған.
“ню-йорк вақти гезити” ниң 20-декабирдики хәвиридә ейтилишичә, хитайдики милйонлиған кишиләр зукам дорисидин тартип қизитма қайтуруш дорисиғичә болған дориларниң йетишмәслики түпәйлидин патипарақчилиққа чүшүп қалған. Хитай һөкүмити болса техи йеқинқи мәзгилләргичә “вирусниң нөлгә чүшкәнлики” һәққидики тәшвиқатни давам қилдуруп кәлгәнлики үчүн пуқралар арисида йетәрлик тәйярлиқму болмиған. Әмдиликтә болса һөкүмәт даирилириниң “йеңи вирус вабасини контрол қилиш қийин болуп, униң ақивити мөлчәрлигүсиз дәриҗидә еғир болуши мумкин” дегән сөзлири ашкара елан қилинғандин кейин бу хил қорқунч техиму көп кишиләрни әндишигә салған. Диана Йе (Diane Ye) Исимлик бир хитай яш мухбирларға өзиниң вирус билән юқумланғанлиқини, әмма дохтурхана сиртида бирнәччә саәт узун Өчирәттә Турғандин кейин дохтурларниң “қизитма қайтуруш дориси түгәп кәтти” дегән сәвәб билән өйгә қайтишни буйруғанлиқини ейтқан.

Хитай һөкүмити 7-декабирда қамал сиясәтлирини бошатқанлиқини елан қилғандин буян Җәмий Йәттә кишиниң вирустин өлгәнликини ейтқан болсиму, иҗтимаий таратқулардики учурлар Әмәлий Санниң бу сандин мутләқ көп икәнликини көрсәткән. Йәнә келип дуня бойичә қизитма қайтуруш дориси, зукам дориси қатарлиқларниң үчтин бири хитайда ишләпчиқирилидиған болсиму еһтияҗниң бирдинла ғайәт зор дәриҗидә ешиши түпәйлидин бу дориларни пул хәҗләпму тапқили болмас болуп кәткән. Бейҗиңдики бир дориханида ишләйдиған җаң фамилилик бир хитай “қамални бошитидиған адәм буни балдуррақ демәмду? бундақ туюқсиз қамални бикар қилиш түпәйлидин һечкимму тәйярлиқ қилип үлгүрәлмигән” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.