45 Пирсәнт америка пуқраси хитайни “дүшмән” дәп қаримақта

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2025.01.28

Америка тәвәсидә һәр хил темилар бойичә рай синашта ортақ етирапқа еришкән “расмуссен доклати” ширкити йеқинда америка пуқралириниң хитай һәққидә қандақ қарашта икәнлики синап көргән. Нәтиҗидә 45 пирсәнт америка пуқралириниң хитайни “дүшмән” дәп қарайдиғанлиқи мәлум болған.

Уларниң 27-январдики доклатида көрситилишичә, улар бу қетим америка президентлиқ сайлимиға беләт ташлиған кишиләрни рай синаш обйекти қилип таллиған. Бу қетим рай синашқа қатнашқанлардин пәқәт йәттә пирсәнт киши хитайни “иттипақдаш” дәп қарайдиғанлиқини ейтқан болса, 43 пирсәнт киши хитайни “иттипақдаш” билән “дүшмән” ниң арисида, дәп қариған. Һалбуки, 2017-йили январда хитайни “дүшмән” дәп қарайдиғанлар 18 пирсәнт болған икән.

Бу қетимқи рай синашқа иштирак қилғанлар ичидә җумһурийәтчиләр вә демократчилар мутләқ көп санни тәшкил қилидиған болуп, улар бирдәк “иқтисадий амил түпәйлидин америка һөкүмити һазирға қәдәр хитай садир қиливатқан түрлүк дәпсәндичилик қилмишлириға сүкүт қилип келиватиду” дәп дәп қариған. Болупму 65 яштин ашқанлар ичидә мушу хил пикиргә майиллар бирдәк көп болған.

Мәлум болушичә, америка-хитай мунасивитидики йириклишиштә хитай тәрәпниң әқлий мүлүк оғрилиқи, таҗсиман вирус (ковид) юқуми вә хитайниң украинаға таҗавуз қиливатқан русийәни маддий җәһәттин қоллиши қатарлиқларму хитай һәққидики сәлбий қарашни ашурған муһим амиллардин, дәп қаралғанлиқи мәлум. Бу хилдики хитайни “дүшмән” дәп қараш хаһиши 2024-йили “пю” (Pew) тәтқиқат мәркизиниң рай синаш паалийитидиму мушу шәкилдә мәлум болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.