Америка русийәгә ярдәм қилған йәнә бир түркүм хитай ширкәтлирини ембарго тизимликигә киргүзгән

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.08.26

Хитайниң юқири дәриҗилик һәрбий вә мәмурий әмәлдарлири арқа-арқидин русийәни зиярәт қилған бир пәйттә, америка русийәниң украинаға қаратқан таҗавузчилиқ урушиға қарши бесимни давамлиқ күчәйткән.

Мәлум болушичә, америка 23-авғуст күни русийә һәрбий санаитигә ярдәм қилған 105 русийә вә хитай ширкитини ембарго тизимликигә киргүзгәнликини елан қилған. Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу 105 ширкәтниң ичидә 63 ширкәт русийәгә, 42 ширкәт хитайға, 18 ширкәт башқа дөләтләргә тәвә икән. Хәвәрдә бу ширкәтләр америка електиронлуқ әсваблирини русийә армийәсигә мунасивәтлик орунларниң русийәниң украинаға қаратқан таҗавузчилиқ уруши үчүн миңлиған “шаһит-136” типлиқ дрон, йәни адәмсиз учқу ишләпчиқиришиға ярдәм бериш қатарлиқ нурғун сәвәбләрдин җазаға учриғанлиқи қәйт қилинмақта.

Ембарго қарари хитай баш министири, хитай азадлиқ армийәси қуруқлуқ армийәсиниң қомандани қатарлиқ сиясий әмәлдарлири өткән һәптә арқа-арқидин русийәни зиярәт қилған бир пәйттә елан қилинған. Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, американиң ембарго қарари хитайниң әйиблишигә учриған. Хитай сода министирлиқиниң баянатчиси, американиң бу қарари “хәлқара сода қаидә-түзүмлиригә бузғунчилиқ қилғанлиқ” дәп әйибләп, буниң “йәр шари санаити вә тәминләш зәнҗиригә тәсир йәткүзидиғанлиқи” ни илгири сүргән. Лекин байден һөкүмитиниң билдүрүшичә, америка кримилниң украинаға қарши қозғиған урушида “русийәниң һәрбий қисимлирини қоралландуруш қабилийитини техиму қаттиқ чәкләш үчүн”, бу ширкәтләрни ембарго тизимликигә киргүзгән икән.

Хитайниң таможна санлиқ мәлуматлири вә тәтқиқат доклатлиридин мәлум болушичә, русийә украинаға қораллиқ һуҗум қозғиған 2022-йили 2-айдин буян хитайниң русийәгә чиқарған експорти шиддәт билән көпәйгән. Бу һәқтики тәтқиқат доклатлирида, хитайниң русийәгә чиқарған експорт мәһсулатлирини оттура асия дөләтлири арқилиқму йоллаватқанлиқи қәйт қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.