Хитай һөкүмити америкидики софей ричарсон қатарлиқ 7 нәпәр паалийәтчи, әмәлдар вә аппаратларға ембарго қойған
2021.07.23
Хитай ташқи ишлар министирлиқи 23-июл америкадики 7 нәпәр кишилик һоқуқ паалийәтчиси, әмәлдар вә аппаратларға өч елиш характерлик ембарго қойған. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчисиниң ейтишичә, бу қарар америкиниң йеқинда елан қилған “хоңкоң сода агаһландуруши” ға қарита чиқирилғаникән. Америка һөкүмити өткән җүмә күни хитайниң хоңкоңда турушлуқ алақилишиш башқармисиниң хоңкоңдики бастурушта рол ойниған 7 нәпәр әмәлдариға ембарго қойған шундақла йәнә америка ширкәтлирини агаһландурғаниди.
Мәлум болушичә, хитай тәрәп ибарго қойған шәхс вә аппаратлар сабиқ америка сода министири велбур рус, америка дөләт мәҗлисигә қарашлиқ америка-хитай бихәтәрлик-иқтисади көзитиш комитетиниң рәиси каролин бартеломейов, хитай ишлири комитетиниң сабиқ ишхана директори җонатан стиверс, америка хәлқара җумһурийәтчиләр институтиниң хоңкоңда турушлуқ вәкили адам киң, америка хәлқара демократлар институтиниң программа ярдәмчиси ким до йүн, хоңкоң демократийә комитети вә кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитай бөлүминиң директори софей ричардсон қатарлиқларни ө ичигә алидикән.
Софей ричардсон, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң хитайниң уйғур елидики юқири техникилиқ назарәт системиси қуруп, аз дегәндә бир милйон 800 миң уйғурни лагерларға қамиши, уйғур мәдәнийити вә тилини чәклиши, йүз миңлиған уйғурни мәҗбурий әмгәккә селиши, уйғурларниң биологийәлик учурлирини йиғип, д н а амбири қурушини паш қилиш вә һөҗҗәтләштүрүштә һалқилиқ рол ойниғаниди.