Хитайда өзини өлтүрүвалған әмәлдарларниң зор көпчилики парихор, хиянәтчиләр

Мухбиримиз меһрибан
2015.01.29

Хитай хәвәрлиридин мәлум болушичә, 2014-йили хитайда өзини өлтүрүвалған һөкүмәт әмәлдарлириниң нисбити алдинқи йиллардикидин көпәйгән болуп, буларниң зор көпчилики парихорлуқ, хиянәтчилик қилмиши тәкшүрүлгәнләр икән.

Хитайниң җуңго хәвәрләр ториниң 29-январ пәйшәнбә күнидики хәвиридә дейилишичә, 2014-йили 1-айдин 9-айға қәдәр 32 нәпәр һөкүмәт әмәлдари өзини өлтүрүвалған. Буларниң 30% пирсәнти интизамға еғир дәриҗидә хилаплиқ қилиш билән әйиблинип, парихорлуқ, хиянәтчилик қилмишлири рәсмий тәкшүрүш басқучида өзини өлтүрүвалған.

2014-Йили хитайда һөкүмәт әмәлдарлириниң чириклик қилмишиға “қаттиқ зәрбә бериш” һәрикити күчәйгән. Җу йоңкаң, шү сәйху, лиң җихуа қатарлиқ дөләт дәриҗилик вә өлкә дәриҗилик әмәлдарлардинла 50 тин артуқ киши парихорлуқ, хиянәтчилик қатарлиқ чириклик делолири билән әйиблинип, хизмитидин елип ташланған вә сот орунлириниң бир тәрәп қилишиға тапшурулған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.