Хитай компартийәси өз әмәлдарларлири билән уларниң хотунлириға түрмә зиярити орунлаштуруп агаһландуруш бәргән
2015.05.25
Бирләшмә агентлиқниң хәвиригә қариғанда, хитай компартийәси йеқиндин буян һәрқайси өлкиләрдики юқири дәриҗилик әмәлдарлар вә уларниң хотунлирини тәшкилләп түрмиләрни зиярәт қилдурған.
Хәвәрдә дейилишичә, хубей өлкиси 70 нәпәрдин артуқ юқири дәриҗилик компартийә әмәлдари вә уларниң хотунлирини тәшкилләп пүтүн бир күн түрмә зиярити қилдурған. Мәзкур зиярәт өмики бу җәрянда хиянәтчилик вә парихорлуқ билән әйиблинип түрмидә җаза муддити иҗра қиливатқан 15 нәпәр җинайәтчи билән учраштурулған һәмдә уларниң төвинамилири аңлитилған.
Хитай компартийәсиниң орган гезити болған “хәлқ гезити” бу һәқтә мәхсус хәвәр берип, буни “парихорлуқ вә чирикликкә қарши бир мәйдан агаһландуруш тәрбийиси” дәп атиған.
Хәвәрдә хитай компартийәси мәркизий интизам тәкшүрүш комитетиниң бу һәқтики қарари нәқил кәлтүрүлүп, әмәлдарларға түрмә зиярити орунлаштуруш ишиниң пүтүн хитай бойичә елип берилидиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Көзәткүчиләр, хитай компартийәсиниң бу хил күлкилик тәдбирлири әмәлийәттә уларниң өз ичидин чирип, чак-чекидин айрилғанлиқини шундақла өз сәлтәнәтини сақлап қелиш йолида елип бериватқан әң ахирқи бимәниләрчә урунуши икәнликини тәкитлимәктә.