Хитай мәркизий партийә мәктипиниң бир әмәлдари җяң земинниң еливетилгән беғишлимиси һәққидә инкас қайтурған

Мухбиримиз қутлан
2015.08.31

Ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, 31-авғуст күни хитай мәркизий партийә мәктипиниң бир әмәлдари сабиқ хитай рәиси җяң земинниң қомуруветилгән беғишлимиси һәққидә инкас қайтурған.

У бу һәқтики инкасида: “йолдаш җяң земинниң мәркизий партийә мәктипи үчүн әйни вақитта йезип бәргән беғишлимисиниң мәктәп дәрвазисидин еливетилиши һәргизму һөрмәтсизликниң аламити әмәс, биз йәнила уни бурунқидәк һөрмәт қилимиз” дегән.

Тйәнҗиндики зор партлаштин кейин, хитай мәркизий партийә мәктипини өз ичигә алған хитайдики бир қисим университетлар җяң земинниң әйни вақитта йезип бәргән беғишлимилирини арқа-арқидин еливәткән. Бу әһвал таратқуларға ашкара болғандин кейин, хитай ичи вә хәлқарада күчлүк ғулғула пәйда болған. Көплигән сиясий анализчилар вә көзәткүчиләр буни ши җинпиңниң җяң земинни бир тәрәп қилиштики алдинала бәргән сигнали дәп һесаблиған.

Игилинишичә, ши җинпиң билән сабиқ хитай рәһбири җяң земин гуруһи оттурисидики һоқуқ талишиш вә күч синишиш күриши тйәнҗиндики зор партлаштин кейин техиму җиддийләшкәнлики мәлум болмақта.

Бүгүн хитай даирилириниң иҗтимаий таратқуларда шунчә көп ғулғулиға сәвәб болған вәқәгә, йәни җяң земинниң хитай мәркизий партийә мәктипидики беғишлимисиниң еливетилишигә инкас қайтуруши техиму зор диққәт қозғимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.