“хитай һәққидики хәлқара парламентлар бирләшмиси” уйғурларни дәпсәндә қилған хитай әмәлдарлирини җазалашни тәләп қилди

Мухбиримиз әркин
2022.10.17

“хитай һәққидики хәлқара парламентлар бирләшмиси” (IPAC) 14-өктәбир баянат елан қилип, хитай компартийәсиниң 16-‍өктәбир бейҗиңда башланған 20-қурултийида ши җинпиңниң қайта һоқуқ тутушиға қарита инкас билдүргән. Дунядики 30 нәччә дөләтниң парламент әзалиридин тәшкил тапқан бу хәлқаралиқ тәшкилатниң баянатида тәкитлинишичә, “ши җинпиңниң 3-қетим вәзипә өтәш муддитини узартиши хитай компартийәсиниң дөләт ичи-сиртидики тәһдиткар сияситини өзгәртиш нийити йоқлиғиниң рошән сигнали” икән. Баянатта мундақ дейилгән: “бундақ ачқучлуқ пәйттә, хитай һәққидики хәлқара парламентлар бирләшмиси хитай хәлқи, уйғурлар, тибәтләр, хоңкоңлуқлар вә хитай компартийәсиниң зулумиға учриған һәм өз рәһбирини таллашта сөз һәққи болмиған башқа барлиқ кишиләр билән биллә туриду”.

Баянатта йәнә хитай компартийәсиниң ши җинпиңниң рәһбәрликидә уйғурлар районида кишилик һоқуқни кәң көләмлик дәпсәндә қилғанлиқи, хоңкоңниң өз ‍өзини башқурушида хәлқара қанунларға хилаплиқ қилғанлиқи, русийәниң украинаға қораллиқ таҗавуз қилишини йошурун қоллиғанлиқи, тәйвәнгә тәһдит селишни күчәйткәнлики билдүрүлүп: “хитай компартийәси ши җинпиңниң 3-қетим һоқуқ тутушиға капаләтлик қилиш арқилиқ ши җинпиңниң бастуруш сияситини муддәтсиз давамлаштурушиға иҗазәт бәрди” дәп көрситилгән.

Баянатқа америка, әнглийә, канада, фирансийә, австралийә, данийә, шиветсийә, иреландийә, норвегийә қатарлиқ 20 нәччә дөләттики 49 нәпәр парламент әзаси имза қойған.

Улар баянатида, демократик дөләтләрниң һөкүмәтлиридин уйғур райони, хоңкоң, тибәт вә хитайниң башқа җайлирида кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишқа қатнашқан хитай әмәлдарлирини җазалашни тәләп қилған.

Баянатта, юқирқидин башқа йәнә тәминләш зәнҗиридә хитайға тайинишни назарәт қилиш, тәминләш зәнҗирини көп хиллаштуруш, тәйвән билән болған ‍иқтисадий һәмкарлиқни күчәйтиш, чәтәлдә яшаватқан хитайниң чегра һалқиған тәһдити астидики гуруппиларни қоғдашму тәләп қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.