Хитай филиппингә бәргән 100 миң доллар ианә хитайни осаллаштурди
2013.11.16
Хитай даирилири филиппиндики апәткә башта пәқәт 100 миң доллар ианә қилған болуп, бу хитайни хәлқара дипломатийә сәһнисидә интайин осал әһвалға чүшүрүп қойған.
Хитай даирилири филиппингә бәргән ярдәм соммиси бара - бара 1 милйон 800 миң долларға йәткән болсиму, һалбуки, бу японийә ианә қилған 30 милйон доллар, америка ярдәм қилған 20 милйон доллар һәтта шиветсийәдики өй җаһазлири ширкити IKEA бәргән 2 милйон 700миң доллар ианә алида боюн қисип қалған.
Хитай өткән бир нәччә йилдин буян филиппин даирилири билән деңиз тәвәлики маҗираси қилип келиватқан иди.
Гәрчә бу маҗира һәрбий сүркилиш дәриҗисигә берип йәтмигән болсиму, бу икки дөләт мунасивәтлирини соғуқлаштурған.
Хәлқара ахбаратларниң көрситишичә, мәйли қандақ болушидин қәтий нәзәр, дунядики иккинчи чоң иқтисадий күч болған хитайниң инсаний ярдәмгә болған инкаси униң хәлқара сәһниләрдә өзни қәйәргә қоюшни биләлмәйватқанлиқини көрситидикән.
Филиппин өткән һәптә тәйфең борини вә деңиз ташқининиң һуҗумиға учриған. Апәттә өлгән адәм сани 4 миңға йеқинлашқан, 20 миң адәм яриланған, бир нәччә милйон адәм өй - макансиз қалған иди.
Америка әвәткән қутқузуш әслиһәлири филиппингә йәткүзүлди. Нөвәттә америка деңиз армийиси филиппинда қутқузуш вә давалаш ишлирини башливәтти.
Хитай филиппингә бәргән бу интайин аз миқдардики ярдәм хәлқара мәтбуатлардила әмәс хитай тор қолланғучилири арисидиму наразилиқ қозғиған.