Хитайда “һалал” лиқ һәққидики чүшәнчиләрни чәкләш шамили баш көтүрмәктә

Мухбиримиз әзиз
2017.09.20
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Алақидар учур мәнбәлириниң қәйт қилишичә, уйғурлар диярида “һалал” бәлгилириниң чәклиниши йолға қоюлғандин кейин, “һалал” лиқ һәққидики вәһимә вә “һалал” лиқни чәкләш тәшәббуслири хитайниң ичкири өлкилиридики бир қисим җайларда баш көтүрүватқанлиқи мәлум.

“вейбо”, “сина” қатарлиқ иҗтимаий мунбәрләрдики инкасларға қариғанда, хитайдики чоң университетлардин болған йәнтәй университетиниң мусулманчә оқуғучилар ашханисини туңганлар көтүрә еливалғандин кейин, ашханиниң залиға мәсчитләрниң рәңлик сүрити, “қуран” вә “һәдис” ләрдин талланма җүмлиләрни чаплиған икән. Шуниң билән биргә ашханиниң ичидики китаб ишкапиға “немә үчүн мусулманлар һарақ ичмәйду?”, “немә үчүн мусулманлар чошқа гөши йемәйду?” дегәндәк мавзулардики сават характерлик китабларни тизип қойған икән. Әмма йеқиндин буян алақидар тармақлар мусулманлар ашханисидики бу һадисиләрни “оқутқучи вә оқуғучиларға ислам динини тарқитишқа урунғанлиқ”, дәп әйиблигән. Шундақла маарипниң дин билән қариму-қарши икәнликини әслитип, “мәктәп қоруси диний тәшвиқат паалийәтлирини қәтий тосуши лазим”, дәп тәкитлигән.

Оқурмәнләр тәминлигән йәнә бир учурда көрситилишичә, сичүән өлкисиниң чеңду шәһиридики бир даңлиқ ресторан ашкара уқтуруш чиқирип, “юқири дәриҗилик дөләт органлириниң тәлипи һәмдә базардики һалал мәһсулатларни йоқитиш һәрикитиниң роһиға бинаән һалал бәлгилирини бундин кейин ишләтмәсликни қарар қилдуқ”, дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.