Хитай торда һәрбий учурларни һәмбәһирләшкә болған контроллуқни күчәйткән

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2025.02.11

Хитай даирилири йеңи бәлгилимә чиқирип, торда хитай армийәсигә даир учурларни тарқитиш вә һәмбәһирләшкә болған контроллуқни күчәйткән.

Мәлум болушичә, өткән һәптиниң ахири елан қилинған бу йеңи бәлгилимә 3-айниң 1-күнидин башлап рәсмий иҗра қилинидикән. Хитай һәрбий заманивилаштурушни тезлитип, америка армийәсигә тақабил туралайдиған бир қораллиқ күч қуруп чиқишқа қаттиқ тиришиватқан бир пәйттә, униң һәрбий учурларға болған контроллуқни техиму күчәйтиши диққәт қозғимақта. Америка кабиллиқ хәвәрләр тори-CNN ниң билдүрүшичә, хитай даирилириниң бу йеңи бәлгилимиси дунядики көлими әң чоң болған хитай армийәсиниң һәрикитини назарәт қилиштики ачқучлуқ учур мәнбәлиригә еришишкә тосқунлуқ қиидиған бир һәрикәт икән. Охшаш бир вақитта йәнә, хитайниң бу бәлгилимиси хәлқаралиқ гео-сияси тиркишиш күчәйтгән бир пәйттә, ши җинпиңниң хитай дөләт хәвпсизликини күчәйтиш, дөләт мәхпийәтликини қоғдаш йолидики ахириқи урунушлириниң бир парчиси, дәп қаралмақта.

CNN Ейтишичә, бу бәлгилимә хитай һәрбий тор блоги вә анализчилириниң хитай армийәсиниң қорал системиси, вәзипигә тәйинләш вә һәрбий қисимлириниң һәрикитигә даир видейо яки учурларни торда һамбәһирлишигә қаттиқ тәсир қилидикән. Хитай даирилириниң чүшәндүрүшичә, бу йеңи бәлгилимә “хата һәрбий учурларни тарқитиш”, “һәрбий мәхпийәтликни ашкарлаш” ни өз ичигә алған мәсилиләрни бир тәрәп қилишни мәқсәт қилмақта икән. Бәлгилимә қорал-ярақ системилириниң тәрәққияти, синақ қилинишидин тартип, һәрбий манивер вә қораллиқ қисимларниң йөткилиши, шуниңдәк һәрбий қисимларниң тәшкили қурулмиси, вәзиписи һәм уруш қилиш иқтидариғичә болған, илгири рәсмий ашкариланмиған барлиқ саһәләрни өз ичигә алған.

CNN Ниң хәвиридә, бу бәлгилимә хитайдики шәхсий һәрбий тор язғучилирини вә анализчилирини нишан қилғанлиқи, илгири хитайдики очуқ учур мәнбәлириниң хитай армийәсиниң тәрәққиятиға аит ачқучлуқ йип учи билән тәминләп кәлгәнлики билдүрүлгән. CNN Ниң ейтишичә, бәзи мутәхәссисләр бу бәлгилимә бейҗиңниң башқа җайлардин тәйвән боғузиға қошун топлап кәң көләмлик манивер қилиши яки һәрбий йиғилишиниң ашкарилинип кетишини тосуши үчүн хизмәт қилиду, дәп көрсәтмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.