Явропа иттипақи хитайниң һәрбий иғвагәрликини кәскин тәнқидлиди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2023.08.01

Явропа иттипақиниң иҗраийә оргини болған явропа иттипақи комитети 31-июлда филиппин пайтәхти манилада чақирилған “филиппин сода мунбири” йиғинида, хитай һөкүмитини әйибләп кәскин сөз қилған. Комитет рәиси урсула фон дер лейен (Ursula von der Leyen) ханим йиғинниң ечилиш нутқини сөзлигәндә “бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) хәвпсизлик комитетиниң даимий әзаси болған хитай өз мәсулийити вә мәҗбурийитини ада қилиш орниға һинди-тинч окян бойидики һәрбий паалийәтлирини бәкла күчәйтиватиду. Украина мәсилисидә хитай өз мәҗбурийитини ада қилмиди” дегән.

“сиясийон” гезитиниң 31-июлдики обзорида ейтилишичә, у бу сөзләрни ейтқанда хитай һөкүмитиниң тәйвән боғузи вә җәнубий деңиз бойида һәрбий һәрикәтләрни җиддийләштүрүши өз нөвитидә дуняви ақивәт пәйда қилидиғанлиқини әскәрткән. Шундақла явропа иттипақиниң бу җайлардики ишларға арилишишни башлап болғанлиқини тилға алған. У бу һәқтә тохтилип: “биз ким билән қошна болушни таллиялмаймиз. Әмма ким билән, қандақ йосунда сода қилишни таллаш имканийитигә игимиз” дегән. Урсула ханимниң бу сөзлири нөвәттә явропа иттипақиниң мәйданиға вәкиллик қилиду, дәп қариливатқанлиқи мәлум.

Мәлум болушичә, урсула ханим изчил хитай һәққидә кәскин мәйданда болуп кәлгәнликтин, хитай һөкүмитиниң нәзиридики “начар шәхс” кә айлинип қалған. Буниңдин илгири у фирансийә президенти еманюл макрон (Emmanuel Macron) билән бейҗиңға зиярәткә барғандиму рошән һалда пәрқлиқ болған муамилигә учриған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.