Америка хитайниң һәрбий һазирлиқини күчийиватқанлиқи һәққидә агаһландурулди
2013.11.20
Чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидики бир мәслиһәт гурупписи йиллиқ доклатида хитайниң җәнубий тинч окяндики һәрбий һазирлиқи барғанчә күчийиватқанлиқини оттуриға қойди вә америка даирилирини бу һәқтә агаһландурди.
Америка-хитай иқтисадий бихәтәрлик көздин кәчүрүш комитети хитайниң армийисини заманивилаштуруши, асия-тинч окян райондики күч тәңпуңлуқини бузуп америкиниң орниға риқабәт елан қилиши мумкинликини оттуриға қойди.
Уларниң билдүрүшичә, хитай 2020-йилиға кәлгүчә мәзкур районда әң чоң су асти парахоти флоти вә уруш парахоти әтрити қуруп чиқидикән.
Мәзкур комитет доклатида, америка һөкүмитигә америка деңиз армийисиниң парахот тәтқиқат вә яш ишлириға көпләп мәбләғ аҗритиш һәққидә тәклип бәрди.
Улар йәнә америка армийисиниң 60 пирсәнт күчини 2020-йилиға қәдәр асия-тинч окян райониға мәркәзләштүрүш һәққидә тәклип бәрди.
Обама һөкүмити 2014-йилдин кейин америка һәрбий күчиниң көп қисмини асия-тинч окян райониға йөткәйдиғанлиқини билдүргән. Бу хитайниң күчлүк етираз билдүрүшигә учриған иди.