Хитай бохәй деңизидин уйғур елидики синақ мәйданиға башқурулидиған бомба атти

Мухбиримиз меһрибан
2013.12.24

Хитайниң йәршари вақти гезитиниң хәвиригә қариғанда,22- декабир күни ғәрб дөләтлириниң бәзи һәрбий блог торида, хитайниң бохәй деңизидики районидин бир қитәләр ара башқурулидиған бомбиниң синақ қилип қоюп берилгәнликини муназириләшкән.

Хәвәрдә баян қилинишичә, мутәхәссисләр хитай бу қетим қоюп бәргән башқурулидиған бомбиниң хитайниң бохәй деңизида паалийәт елип бериватқан 094 номурлуқ ядро су асти парахотидин қоюп берилип уйғур аптоном районидики мәлум бир башқурулидиған бомба етиш синақ базисини нишан қилғанлиқини тилға алған.

Мәлум болушичә, бу хитай даирилири 2013-йили 12-айниң 13-күни шәрқ шамили намлиқ башқурулидиған бомбини синақ қилип қоюп бәргәндин буян, қоюп берилгән йәнә бир қетимлиқ башқурулидиған бомба синиқи икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.