Хитай ахбарати хитай пуқралирини импорт маллирини аз сетивелишқа чақирған
2018.02.24
Хитай саяһәтчиләрниң әнглийә айропортида кәмситилишкә учриғанлиқи хәвәр қилинғандин кейин, хитай ахбарати обзор елан қилип хитай пуқралирини импорт маллирини аз сетивелишқа чақирған.
Хәвәрләргә қариғанда, өткән һәптә әнглийәниң лондон шәһиридики һитсров айропортиниң дуня баҗдин халий мал сетилиш мәркизи бир қетимлиқ херидар җәлп қелиш еланида хитайдин кәлгән херидарларға қоюлған шәрт кәмситиш характерини алған икән.
Мәлум болушичә, еланда башқа әлләрдин кәлгән херидарлар мәзкур айропорттики баҗдин хали мал сетивелиш мәркизидә 250 фонд стерлиңлиқ сода қилсила мал баһасида 20 пирсәнт етибарға еришсә, әмма хитайдин кәлгән саяһәтчиләр 1000 фонт стерлиңлиқ сода қилса андин бу етибарға еришәләйдиғанлиқи билдүрүлгән.
Мал сетивелиш мәркизиниң бу бәлгилимиси хитай херидарларни нарази қилған. Уларниң пикирлири хитайдики иҗтимаий алақә қаналлириға чапланған кейин ғулғула қозғиған.
Кейин айропорт даирилири баянат елан қилип, өз еландики мәзмунлардин әпсусланғанлиқини вә хитай херидарлардин әпу сорайдиғанлиқини билдүргән.
Һалбуки, хитай “хәлқ гезити” алдинқи күни бу һәқтә елан қилған обзорида пәқәт адиғинә өзрә тиләш билән иш пүтмәйдиғанлиқини, уларниң хитай херидарлириға төләм бериши керәкликини билдүргән.
Обзорда йәнә мундақ дейилгән: “дукан херидарларға кәлгән дөлитигә қарап пәрқлиқ муамилә қилған икән, буларни қоллашни тохтитип, бизниң чәтәл маллирини сетивелиштин өзимизни тартишимиз керәкму қандақ?”
Дуняниң бирқанчә җайлиридики айропортларда орун алған бу баҗдин хали мал сетиш ширкитиниң әнглийәдә немә үчүн бундақ бир еланни чиқарғанлиқи мәлум әмәс. Әнглийә айропорти баянчиси буниң қобул қилишқа болмайдиған бир иш икәнликини билдүргән.