Ма шиңруй қатарлиқлар сабиқ “инқилабий рәһбәрләр” ни йоқлиғанда нөвәттики сиясәтләрни тәшвиқ қилған

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2023.06.29

Хитай һөкүмити башқурушидики “хитай хәвәр тори” ниң 29-июндики хәвиридә ейтилишичә, 2023-йиллиқ қурбан һейт һарписида уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй, аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси әркин тунияз қатарлиқлар өмәк болуп тәшкиллинип, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң сабиқ “рәһбирий кадирлири” дин һал сориған.

Хитай башқурушидики “шинҗаң гезити” ниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, бу қетим улар алаһидә һал сориған “ рәһбирий кадирлар” ичидә исмаил тиливалди, әркин имирбақи, абләт абдурешит, һамидин нияз, қеюм бавдун, йүсүп әйса, хәлчәм ислам қатарлиқ уйғур кадирлар, җанабил, әсқәт керимбай, дәлилқан мамихан қатарлиқ қазақ кадирлири, шуниңдәк җаң шюмиң, җу хәйлун, чен демин қатарлиқ хитайлар бар икән.

Хәвәрдә ейтилишичә, ма шиңруй бу қетимқи һал сораш паалийити җәрянида уларға саламәтлик вә узун өмүр тиләш билән биргә нөвәттики хизмәтләрдә “баш секретар ши җинпиңниң шинҗаң хизмити һәққидики йолйоруқини толуқ вә омумийүзлүк иҗра қилиш үчүн тиришиватқанлиқи” ни билдүргән. Шундақла уларниң бу саһәдики хизмәтләрниң бүгүнкидәк утуқларға еришиши үчүн илгирики йиллардин буян ул селип бәргәнликигә алаһидә тәшәккүр ейтқан.

Хәвәрдә “пешқәдәм рәһбири кадирлар” дәп сүпәтләнгән бу кишиләр болса ма шиңруй қатарлиқларни давамлиқ һалда “мәркәзниң түрлүк орунлаштурушлирини қәтий вә биҗанидиллиқ билән иҗра қилиш, шу арқилиқ партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсини толуқ әмәлгә ашурушқа һәссә қошуш” қа дәвәт қилған.

Хитай һөкүмитиниң йәрлик милләтләрдин талливелинған “рәһбирий кадирлар” ни өзлириниң һөкүмранлиқ системиси үчүн хизмәт қилдуруши һәққидә радийомизниң зияритини қобул қилған мустәқил сиясий анализчи елшат һәсән, бу хилдики һадисиләрниң хитай һөкүмити қәдимдин буян қоллинип келиватқан усулларниң бири икәнликини тәкитлигәниди. Сабиқ рәис нур бәкриниң “парихорлуқ” билән әйиблинип муддәтсиз қамаққа һөкүм қилиниши һәққидә сөз қилған елшат һәсән, “хитайлар әзәлдин ‛өз гөшини өз йеғида қоруш‚ усули бойичә бу хилдики ‛миллий рәһбирий кадирлар‚ дин пайдилинип кәлгән. Қачанки уларниң лазими қалмиғанда кона кәшни чөрүп ташлиғандәк уларни әхләт сандуқиға ташлайду” дегәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.