Явропадики университетларда хитай армийәсигә бағлиқ хитай тәтқиқатчилириниң тәрбийәләнгәнлики вә һәмкарлашма тәтқиқат елип барғанлиқи ашкариланған
2022.05.19
Йеқинда “германийә авази” (DW) вә униң башқа ахбарат шериклири елан қилған бир түрлүк тәкшүрүш нәтиҗисидин мәлум болушичә, явропадики бир қанчә университетларниң тәтқиқатчилири хитай хәлқ азадлиқ армийәси билән қоюқ мунасивити болған илмий хадимлар билән һәмкарлашқан.
Мәзкур кәң көләмлик тәкшүрүш хәвиридә көрстилишичә, явропадики университетларда билим ашурған, тәтқиқат билән шуғулланған хитай оқуғучиларниң көпинчиси хитай азадлиқ армийәсигә бивастә бағлинишлиқ болған “хитай дөләт мудапийә техника университети” дин кәлгән болуп, улар қайтқандин кейинму мушу орунда хизмәт қилған.
Әйни чағда явропадики университетларда бу хитай оқуғучиларни йетәклигән профессолар уларниң хитай армийәси билән болған мунасивитини билмигән яки билсиму диққәт қилмиған. Бу хитай оқуғучиларниң һәммиси интайин һәл қилғуч вә дөләт мудапийәсигә мунасивәтлик болған юқири пән-техника түрлиридә билим ашурған икән. Һалбуки, “германийә авази” зиярәт қилған бир нәпәр германийәлик профессор әйни чағда өзи йетәкчилик қилған хитай тәтқиқатчи ишлигән тәтқиқат түриниң һәрбий ишларға четилидиғанлиқидәк тәрипигә диққәт қилмиғанлиқини етирап қилған.
Бирләшмә тәкшүрүштин аян болушичә, 2000-йилиниң бешидин 2022-йили 2-айғичә, явропа университетлири вә хитай хәлқ азадлиқ армийәси билән қоюқ мунасивити бар тәтқиқатчилар арисида 3000 ға йеқин һәмкарлиқ түри йолға қоюлған. Булар сүний әқил, компютер техникаси, йирақтин көрүш вә сезиш. Шундақла кивант тәтқиқати қатарлиқ сәзгүр техникалиқ саһәләрни өз ичигә алидикән.
Бу һәқтә нәшр қилинған мақалиләрниң тәхминән 2200 парчисиға хитай дөләт мудапийә техника университетиниң тәтқиқатчилири қатнашқан. Хитай дөләт мудапийә техника университетидин кәлгән хитай тәтқиқатчилар билән бирликтә мақалә елан қилған явропа университетлириниң йерими дегүдәк әнгилийә, голландийә вә германийә қатарлиқ дөләтләрдә икән. Улар җәмий 230 парчдин артуқ тәтқиқат мақалисини һәмкарлишип елан қилған икән.
Австралийә истратегийә вә сиясәт тәтқиқат иниститути (ASPI) ниң тәтқиқатчиси алекис җоске (Alex Joske) “германийә авази” ға қилған сөзидә: “хитай армийәсиниң наһайити көп мунәввәр ихтисаслиқлири тәбиий пән вә техника саһәсидә бу университетларда тәрбийәләнгән. Улар аваз техникисидин тартип ядро қораллириғичә болған барлиқ һәрбий тәтқиқат түрлиридә ачқучлуқ рол ойнайду.”
Һалбуки бу йәрдә мәсилә болғини шуки, бундақ тәтқиқатлар һәм пуқрави һәм һәм һәрбий ишлар үчүн ишлитилидиған болғанлиқи үчүн, илмий тәтқиқат әркинлики капаләткә игә қилинған германийә қатарлиқ явропа дөләтлиридә бу хил һәмкарлиқни чәкләйдиған рәсмий бәлгилимә йоқ икән.