Җасус гумандари линда сун 2021-йили ню-йорк иштат башлиқиниң уйғур мәсилисини тилға елишиға тосқунлуқ қилған
2024.09.04
Ню-йорк иштатиниң сабиқ башлиқи андири кумо (Andrew Cuomo) вә нөвәттики иштат башлиқи кәтий хокул (Kathy Hochul) ниң қол астида муһим вәзипиләрни өтигән линда сун исимлик хитай аялниң 9-айниң 3-күни җасус гумандари болуп тутулғанлиқи күчлүк ғулғула қозғимақта. Нөвәттә линда сунниң әслидә хитай һөкүмитиниң адими икәнлики, шундақла хитай һөкүмити үчүн ишлигәнлики һәққидә техиму көп тәпсилатлар оттуриға чиқмақта.
Федератсийә тәптишиниң билдүрүшичә, линда сун ню-йорк иштатиниң башлиқи кәтий һокулниң қол астида кадирлар бөлүминиң муавин башлиқи болуштин илгири иштатлиқ һөкүмәттә көплигән муһим вәзипиләрни өтигән һәмдә һоқуқидин пайдилинип, хитай һөкүмитигә пайдилиқ ишларни қилған. Мәсилән, тәйвән һөкүмити вәкилиниң ню-йорк иштати башлиқиниң ишханисиға киришигә тосқунлуқ қилған, ню-йорк иштати һөкүмитиниң һөҗҗитини ялғандин ясап чиққан.
“муһапизәтчи” ториниң 4-сентәбир күни бәргән хәвиригә қариғанда, линда сун 2021-йилила хитайниң ню-йорктики консулханиси билән алақилишип йүргән болуп, һазирқи иштат башлиқи хокул билән хитай консулини хитайниң байрам күнлиридә видийолуқ көрүшүшкә орунлаштурған һәмдә бу сөһбәттә пәқәт достанә параңлишишни, бәзи мәсилиләрни сиясийлаштурмаслиқни тәвсийә қилған. Линда сунниң башқа бир әмәлдарға ейтишичә, у хокулниң нутқини тәйярлап беридиған катип билән соқушуп қалған; сәвәби катип бу нутуқ текистидә хитайдики уйғурлар мәсилисини тилға елишта чиң турған. Линда сун бу нутуқта уйғурлар мәсилисиниң тилға елинмаслиқи керәкликини, бундақ ишниң йүз беришигә йол қоймайдиғанлиқини билдүргән һәмдә мәқситигә йәткән. Нәтиҗидә нутуқ текистидә уйғурлар мәсилиси тилға елинмиған. Әйибнамидә линда сунниң бу қилмишиму оттуриға қоюлған.
Хәвәрдә ейтилишичә, линда сун ню-йорк иштатлиқ һөкүмәттә 15 йил ишлигән, 2023-йил хизмитидин истепа бәргән. Һалбуки, иштат башлиқи коһулниң ишханисидики баянатчиниң сөзигә қариғанда, һөкүмәт униң хизмитидики намувапиқ қилмишларни байқиғанлиқи үчүн уни иштин бошатқан.
Линда сун билән ери 9-айниң 3-күни ню-йорктики өйидә тутқун қилинғандин кейин, сотта өзлирини “гунаһсиз” дәп дәва қилишқан. Сотчи, линда сундин 1 милйон 500 миң доллар, еридин 500 миң доллар кепиллик пули елип қоюп бәргән, 9-айниң 25-күни улар қайта сотлинидикән.