Китабқа ниқапланған җасуслуқ вируси уйғурларни нишан қилмақта

Мухбиримиз әзиз
2022.09.06

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйсаниң һаяти вә сиясий күрәш йоли баян қилинған “хитайниң әркинлик тозиқи” намлиқ әсәр йеқинда нәшр қилинғандин кейин, оқурмәнләрниң қизғин алқишиға еришкән иди. Әмма хитай җасуслуқ ториниң бу әсәрни өзлириниң йеңи тор җасуслуқиға вастә қиливалғанлиқи паш болғандин кейин, һәр саһәниң күчлүк диққитини қозғиди.

“һазирқи заман” торида 6-сентәбир елан қилинған бу һәқтики тәпсилий хәвәрдә көрситилишичә, тор бихәтәрлики мутәхәссислири йеқинда “хитайниң әркинлик тозиқи” намлиқ әсәрниң PDF нусхиси шәклидә тәйярланған “андройид” (Android) җасуслуқ вирусиниң торға қоюветилгәнликини, буниң асаслиқ нишани хитай територийәси тәвәсидики уйғурлар икәнликини байқиған.

Мақалидә көрситилишичә, китабниң PDF шәклидики муқависи сияқида тәйярланған һөҗҗәтни чекип уни ачқан һаман җасуслуқ вируси шу кишиниң компютериға орнишип учурлар, алақә тизимлики, телефон хатириси, барған орунлар вә хатириләнгән аваз қатарлиқларни йиғишқа башлайдикән. “сайбл” (Cyble) тор бихәтәрлики ширкити бу һәқтә сөз қилип: “нөвәттә хитай һөкүмити билән уйғурлар оттурисида әвҗ ‍еливатқан тоқунушниң бир ипадиси һазир ашу китабни йәмчүк қилған һалда оттуриға ташланған җасуслуқ вирусида әкс әтмәктә. Бу китабқа қизиққучилар тордики бу қилтаққа дәссигән һаман җасуслуқ вируси уларға һуҗумни башлайду” дегән.

Тәтқиқатчилар йәнә бу җасуслуқ вирусиниң өзи чаплашқан телефон яки компютердин әсли игисигә билдүрмәстин телефон бериш яки елиш, учур йоллаш яки тапшуривелиш иқтидари барлиқини, җасуслуқ вирусиниң йәнә екран вә камера мәзмунлирини сүрәткә тартип баш аппаратқа йоллап беридиғанлиқини байқиған.

Мәлум болушичә, бу җасуслуқ вируси Google Play Store ниң сиртидики мәнбәдин тарқитилған болуп, бу хилдики “ява мәнбә” ләрни зиярәт қилғанда қаттиқ еһтият қилиш алаһидә зөрүр икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.