Хитайға җасуслуқ қилған сабиқ CIA хадиминиң сот һөкми елан қилинди
2024.09.12
Хитай үчүн җасуслуқ қилған америка мәркизий тәкшүрүш идариси (CIA)ниң сабиқ хадими александир юк чиң ма (Alexander Yuk Ching Ma), йәни ма йүчиң 11-сентәбир күни 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
Бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, 71 яшлиқ ма йүчиң бу йил 5-айда федератсийә тәптиш мәһкимиси билән келишкән болуп, у “американиң дөләт мудапиә учурлирини топлаш яки чәт әл һөкүмитигә йәткүзүш җинайитини қобул қилған. Әгәр у федератсийә тәптиш мәһкимиси билән келишип җинайәтлирини тапшурмиған болса, өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинидикән.
Америка әдлийә министирлиқиниң җакарлишичә, ма йүчиң америка мәркизий ахбарат идариси (CIA) ниң сабиқ хизмәтчиси болуп, у хоңкоңда туғулған вә кейинчә америка пуқралиқиға өткән икән. Ма йүчиң 1982-йилдин 1989-йилғичә CIA да хизмәт қилған. CIA Ниң сәзгүр вә мәхпий учурлирини көрүш салаһийити бар болған ма йүчиң 1989-йили америка мәркизий тәкшүрүш идарисидин истипа бәргәндин кейин бир мәзгил хитайда яшиған.
У 2001-йили 3-айда шаңхәй шәһәрлик хитай дөләт хәвпсизлик идариси (SSSB) хадимлириниң тәклипи билән өзиниң шу вақитта америка мәркизий ахбарат идарисидә ишләйдиған қериндишини хитай мәхпий хадимлири билән көрүшүшкә мақул кәлтүргән. Нәтиҗидә униң қериндиши хитай дөләт хәвпсизлики хадимлири билән хоңкоңдики бир меһманханида учришип, американиң зор миқдардики дөләт мудапиә учурлирини сетивәткән. Буниң бәдилигә улар хитайдин 50 миң доллар мукапат пули алған. Улар йәнә хитайниң мәхпий хадими билән давамлиқ һәмкарлишишқа қошулған.
Ма йүчиң 2001-йили һавайға қайтип кәлгән. У 2003-йили 3-айда америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң һонолулудики шитабида тохтамлиқ тәрҗиман болуп ишләшкә илтимас қилған. Әйни чағда америка федератсийә тәкшүрүш идариси ма йүчиңниң хитай дөләт хәвпсизлик органлири билән болған алақисини билип болған болсиму, уни из қоғлап тәкшүрүш пиланиниң бир қисми сүпитидә ишқа қобул қилған. Бу арқилиқ униң паалийитини вә хитай билән болған алақисини из қоғлап тәкшүргән.
6 Йил бойичә ма йүчиң көп қетим хитайға учур вә рәсим әвәткән. У йәнә хитай дөләт хәвпсизлик органлириниң хадимлири көрсәткән бир рәсимдики 4 америкалиқниң кимликини ениқлап бериш үчүн қериндишини мақул кәлтүргән. Қериндиши у рәсимдики икки америкалиқниң кимликини ениқлап бәргән. Бу шәхсләрниң салаһийити американиң дөләт мудапиә учури болуп һесаблинидикән.
Ма йүчиң 2020-йили қолға елинған болсиму, униң қериндиши кесәллик сәвәби билән өлүп кәткән.
Америка федератсийә тәкшүрүш идариси һонолулу алаһидә вакаләтчиси стевен меррил ма йүчиңниң җазаси елан қилинғандин кейин бәргән баянатида мундақ дегән: “бу вәқә башқиларғиму савақ болсун. Мәйли аридин қанчилик вақит өткән болсун яки қанчилик вақит кетишидин қәтийнәзәр, сиз һаман бир күни сотқа тартилисиз.”