Хитай һөкүмитиниң германийәдики җасуслуқ қилмишлири паш болди

Мухбиримиз әзиз
2022.10.18
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Йеқинқи мәзгилләрдә хитай һөкүмитиниң явропадики җасуслуқ һәрикәтлири арқиму-арқидин паш болуватқан болуп, германийә истихбарат органлири парламент мәҗлисидә “хитайға қарита давамлиқ сәбийләрчә көз қарашта болуш чоң хаталиқ” дәп әскәртти.

“германийә долқунлири” ниң 18-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, “германийә федератсийә истихбарат мулазимити” (BND) ниң директори бруно кал (Bruno Kahl) 17-өктәбир күни өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғинида хитай һөкүмитиниң германийәдики җасуслуқ һәрикәтлириниң әвҗ елип кәткәнликини тәкитләп “хитай билән болған алақидә биз диққәт қилишқа вә мукәммәлләштүрүшкә тегишлик көплигән нуқтилар мәвҗут” дегән. Мәзкур орган қармиқидики үч идариниң мәсуллири гуваһлиқ бериш йиғинида хитайниң йиллардин буян германийәдә җасуслуқ паалийәтлирини давамлаштуруп кәлгәнликини, әмма германийә сиясий саһәсиниң һәрқачан иқтисадий мәнпәәтни сиясий бихәтәрликтин әла билип бу һәқтики агаһландурушларға сәл қарап кәлгәнликини тәкитлигән. Германийә “асасий қанунни һимайә қилиш федератсийә ишханиси” ниң директори халденваң (Haldenwang) бу һәқтә сөз қилип “русийәниң җасуслуқи бир қетимлиқ чақмақ чеқиш болса хитайниң җасуслуқи килимат өзгириштур” дегән.

Хитайниң бу хилдики җасуслуқ һәрикәтлири техи йеқинда әнглийә тәвәсидә зор диққәт қозғиған болуп, буниң аддийғина урунуш әмәс, әксичә ғайәт зор системиға айланған һәрикәт икәнлики дәсләпки қәдәмдә мәлум болғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.