Америкадики 13 хитай җасуслуқ билән әйибләнди

Мухбиримиз әзиз
2022.10.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

“вашингтон почтиси” гезитиниң 24-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, америка әдлийә министирлиқи охшимиған үч делоға четишлиқ 13 нәпәр хитай пуқрасиниң җасуслуқ билән әйиблинип қолға елинғанлиқини җакарлиған.

Хәвәрдә ейтилишичә, бу делониң иккиси ню-йорк штатида паш болған. Уларниң биридә хитай җасуслири америка һөкүмити җаза елан қилған “хуавей” ширкитини тәкшүрүш хизмитигә тосқунлуқ пәйда қилишқа урунған. Йәнә биридә йәттә нәпәр хитай җасуси бирнәччә йилдин буян ню-йорк шәһиридә туруватқан хитай пуқралиқидики бир кишини хитайға қайтуруп елип кетиш үчүн тохтимастин тәһдит селиш вә паракәндичилик пәйда қилиш билән әйибләнгән. Нйо җерсей штатида паш болған үчинчи делода болса төт нәпәр хитай җасуси америка тәвәликидики кишиләрни хитай үчүн ишләшкә қизиқтурмақчи болған. Бу җәрянда улардин үч кишиниң хитай истихбарат органлириниң хадими икәнлики паш болған.

Америка әдлийә министирлиқиниң министири меррик гарланд (Merrick Garland) бу һәқтә сөз қилип “бу делолардин шу нәрсә мәлум болдики, хитай һөкүмити америка туприқидики һәқләрни вә әркинликни вә қанун системисини бузушқа урунуп келиватиду. Әмма улар мәғлуп болди. Әдлийә министирлиқи бу хилдики бузғунчилиқ қилмишиға һәргизму йол қоймайду” дегән. Мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң мушу хилдики җасуслуқ һәрикәтлири йеқинқи мәзгилләрдә көпләп паш болушқа башлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.